10.09.2014

түркийә мәтбуатлирида бүгүн: 10.09.2014

121783
10.09.2014

радикал гезити «давутоғлу иш бихәтәрлики бойичә йиғин чақириду» сәрләвһилик хәвиридә, истанбулда 10 ишичиниң өлүмидин кейин һәрикәткә өткән һөкүмәтниң, җүмә күни иш бихәтәрлики бойичә йиғин чақиридиғанлиқини, түрк иш идариси башлиқи әргүн аталайниң «баш министир әһмәт давутоғлу, әмгәк вә иҗтимаий бихәтәрлик министири фарук чәлик вә ишчи уйушмилири башлиқлири болуп алақидар орун вә шәхсләрниң иштирак қилиши билән җүмә күни иш бихәтәрлики мәсилиси музакирә қилинидиған йиғин өткүзүлидиғанлиқини» ейтқанлиқини қәйт қилди.
миллийәт гезити «һагел түркийәдин тәләп қилмидим» сәрләвһилик хәвиридә, түркийәниң ирақ шам ислам дөлити тәшкилатиға қарши күрәш қилишта қандақ рол ойнайдиғанлиқиниң америка қошма иштатлири мудапиә министири чак һагелниң бу һәптә әнқәрәдә зийарәттә болушидин кейин техиму айңдиңлашқанлиқини йазди. хәвәрдә америкида чиқидиған вал ситрет журнилиниң бу һәқтики хәвәригә орун берилгән болуп, һагелниң ирақ шам ислам дөлити тәшкилатиниң қолида түркләрниң тутуп туруливатқанлиқи сәвәбидин түркийәниң бу ишқа тутқан позитсийәсигә тоғра муамилә қилиш керәкликини ейтқанлиқи, шундақла һагелниң «һәр дөләтниң өзини контрол қилип туридиған сийасий пасиллири болиду. буниңға һөрмәт қилимиз, ирақ шам ислам дөлити тәшкилати 49 нәпәр түркни гөрүгә еливалди, бу мәсилә түрк рәһбәрләргә нисбәтән һәммидин муһим орунда туриду» дегәнлики қәйт қилинди.
сабаһ гезити, «гөш саһәси бойичә комитет қурулиду» сәрләвһилик хәвиридә, йеза-игилик вә чарвичилиқ министири мәһди әкәрниң гөш баһасиниң өрләп кетишиниң алдини елиш үчүн, йәрлик гөшләрниң сүпитини вә миқдарини ашуруш мәқситидә җиддий тәдбирләрниң елинидиғанлиқини, һәм истемалчи һәмдә ишләпчиқарғучиниң мәнпәәтини қоғдайдиған бир комитетниң қурулидиғанлиқини ейтқанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти. хәвәрдә, мәһди әкәрниң муну сөзлири нәқил кәлтүрүлди: «тәшкил қилинған бу комитет ишләпчиқириш баһаси билән истемал баһаси оттурисида шәкилләнгән зәнҗирләрдики һалқиларда қайси йәрдә мәсилә барлиқи ениқилинип, тигишилик тәдбирләр елиниду.»
ситар гезити «түрк һава йоллири ширкитидин муһим қәдәм» сәрләвһилик хәвиридә,түрк һава йоллири ширкитиниң барселона билән манчестир йунайитид путбол командилиридин сирт, челсе путбол командисиниму иқтисади җәһәттин қоллайдиғанлиқини йазди. хәвәрдә, челси путбол командисиниң самсуң билән 2005-йилдин буйан давамлишип келиватқан елан келишиминиң бу йилниң ахирида ахирлишидиғанлиқи, шуңлашқа, йеңи иқтисади қоллиғучиниң түрк һава йоллири болидиғанлиқи қәйт қилинди.
йең шәпәқ гезити, « мәғлубийәт билән башланди» сәрләвһилик хәвиридә, 2016 йавропа лоңқиси алдин таллаш мусабиқилири даирисидә а гурупписида түркийә дөләтлик путбол командиси тунҗи болуп ойниған мусабиқидә ерландийәгә 3 кә қарши 0 нәтиҗә билән йеңилип қалғанлиқини уқтурди. хәвәрдә, түркийә дөләтлик путбол командиси маһирлириниң наһайити соғуқ һавада ойналған мусабиқидә ролини җари қилдуралмиғанлиқи билдүрүлди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر