ғәрбий тракйа түрклири ана тил йәслилириниң ечилишини тәләп қилди

гиретсийә ғәрбий тракйадики түркләр түркчә вә грекчә тиллирида дәрс өтүлидиған йәслиләрниң ечилишини тәләп қилди.

2105959
ғәрбий тракйа түрклири ана тил йәслилириниң ечилишини тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ғәрбий тракйа түрк оқутқучилар бирләшмиси (BTTÖB) иҗтимаий таратқуларда «21-феврал дунйа ана тил күни» мунасивити билән байанат елан қилди.

байанатта, ғәрбий тракйадики түркләрниң маарипта дуч кәлгән мәсилилири оттуриға қойулди.

түркчә вә грекчә тиллирида дәрс өтүлидиған йәслиләрниң ечилишиниң әһмийити алаһидә тәкитләнгән байанатта, ана тилниң өзара алақә қилиштин башқа, мәдәнийәтни давамлаштуруш алаһидиликиниңму барлиқи қәйт қилинди.

байанатта мундақ дейилди:

«бир кишиниң ана тилдин айрилип қелиши йаки айриветилиши, униң аилиси вә хәлқидин айрилип қелшинила әмәс, бәлки дунйа билән болған алақисидинму айрилип қелиши дегәнликтур. тилини йоқитип қойған милләтләрниң, милләт сүпитидә һайат қелиши мумкин әмәс. ана тилидин айрилип қалған шәхс, нурғунлиған миллий қәдир-қиммәтлиридинму айрилип қалиду. шуңа, ғәрбий тракйада түркчә вә грекчә тиллирида дәрс өтүлидиған йәслиләрниң ечилишини тәләп қилимиз. түрк пәрзәнтлирини мәктәпләрдә пәқәт грекчә оқушқила зорлаш, дәвримизниң роһиға хилап болған мәҗбурлап теңиш идийәси һесаблиниду.»

йавропа ғәрбий тракйа түрк федератсийәсиму байанат елан қилип, «кишиниң ана тилида маарип тәрбийәси елишиниң әң негизлик кишилик һоқуқ» икәнликини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر