әзәрбәйҗанниң ханкәнди шәһиридә қәстән от қойуветиш вәқәлири чиқирилмақта

әзәрбәйҗанниң ханкәнди шәһиридә әрмәнләр қәстән от қойуветиш вәқәлирини чиқармақта.

2041160
әзәрбәйҗанниң ханкәнди шәһиридә қәстән от қойуветиш вәқәлири чиқирилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан ички ишлар министирлиқи қарабағ райониниң ханкәнди шәһиридә әрмәнләрниң қәстән от қойуветиш вәқәлирини чиқирип, архипларни көйдүрүватқанлиқини уқтурди.

әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, қарабағда елип берилған терроризмға қарши күрәш һәрикитидин кейин барлиқ районларниң толуқ контрол астиға елинғанлиқи байан қилинип мундақ дейилди: «ханкәнди шәһиридә әрмәнләрниң қәстән от қойуветиш вәқәлирини чиқирип, һәр хил мәмурий биналардики һөҗҗәтләр, материйаллар вә архипларни көйдүрүватқанлиқи көрүлмәктә.»

русийә тинчлиқ сақлаш қисми тәрипидин елан қилинған байанатта, қанунсиз әрменийә күчлириниң қорал-йарағ вә оқ-доралирини русийә һәрбий хадимлириниң контроллуқида тапшурушқа башлиғанлиқи вә өзлири турушлуқ җайлардин чекингәнлики әскәртилип мундақ дейилди: «бүгүнгә қәдәр 800 дин артуқ қорал - йарағ, қол бомбиси, минамийот , танкиға вә айропиланға қарши башқурулидиған бомбилар тапшурувелинди.»

әзәрбәйҗан армийәси 19-сентәбир күни қарабағда асасий қанун түзүми вә иҗра қилиш механизми орнитиш үчүн терроризмға қарши күрәш һәрикити башлиғаниди.

қарабағдики қанунсиз әрменийә қораллиқ күчлири тәхминән 24 саәт давамлашқан терроризмға қарши күрәш һәрикитидин кейин қорал тапшурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر