әзәрбәйҗан иранға сайаһәткә бармаслиқ һәққидә пуқралирини агаһландурди

әзәрбәйҗан пуқралириниң мәҗбур болмиған әһвалда иранға сайаһәткә бараслиқи керәклики һәққидә агаһландуруш елан қилинди.

1994960
әзәрбәйҗан иранға сайаһәткә бармаслиқ һәққидә пуқралирини агаһландурди

түркийә авази радйоси хәвири: әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлиқиниң байанатида, йанварда әзәрбәйҗанниң теһранда турушлуқ баш әлчиханисиға қилинған террорлуқ һуҗуми әскәртилип, әзәрбәйҗан пуқралириниң мәҗбур болмиған әһвалда иранға сайаһәткә бараслиқи керәклики, сайаһәткә барғанларниң болса, қаттиқ диққәт қилиши лазимлиқи тәвсийә қилинди.

байанатта, иранда турушлуқ әзәрбәйҗан пуқралириниң бихәтәрлик қаидилиригә риайә қилиши керәклики, зөрүр тепилғанда тәбриздики баш консулхана билән алақилашса болидиғанлиқи уқтурулди.

әзәрбәйҗанниң теһранда турушлуқ әлчиханисиға 27-йанварда қилинған қораллиқ һуҗумда, әлчиханиниң бихәтәрлик башлиқи қаза қилған вә 2 нәпәр бихиәтәрлик хадими йариланған иди.

әзәрбәйҗан һуҗумға қарита терорлуқ һәрикити дәп баһа бәргән вә теһранда турушлуқ әлчиханисиниң паалийитини вақтинчә тохтатқан иди.

вәқәдин кейин һәр икки дөләтниң мәсуллири бир бирини әйибләш характерлиқ  байанатларда болған вә әзәрбәйҗан иранниң 4 дипломатийә хадимини, иранму әзәрбәйҗанниң 4 дипломатийә хадимини «йахтурулмайдиған киши» елан қилған иди.

әзәрбәйҗанда иран истихбарати билән четишлиқи бар дәп қаралған кишиләргә қарши һәрикәтләр елип берилип, нурғун киши қолға елинған иди.

иранға қарши көз қарашлири билән тонулған әзәрбәйҗанлиқ сийасәтчиси фазил мустафа 28-мартта өйиниң алдида қораллиқ һуҗумға учрап йариланған вә әзәрбәйҗан даирилири бу һуҗумға қарита «иран мәнбәлик террорлуқ һуҗуми» дәп баһа бәргән иди.

пирезидент илһам әлийев бир йиғинда сөзлигән нутуқида, «әзәрбәйҗан билән иран оттурисидики мунасивәтләрниң тарихтики әң төвән сәвийәдә икәнликини» ейтқан иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر