исраилийә билән  әзәрбәйҗан оттурисида иҗабйй учришиш өткүзүлди

исраилийә пирезиденти исаҗ һерзог әзәрбәйҗандики рәсмий зийарити даирисидә пирезидент илһам әлийев билән көрүшти.

1993419
исраилийә билән  әзәрбәйҗан оттурисида иҗабйй учришиш өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: илһам әлийев һерзогни рәсмий мурасим билән қарши алди. мурасимдин кейин, әлийев билән һерзог айрим вә һәйәтләрара  сөһбәт өткүзди.

пирезидент әлийев һәйәтләрара учришишта, һерзогниң зийаритиниң әзәрбәйҗан билән исраилийә оттурисидики мунасивәтләрниң тәрәққийатини зор илгириләшләргә игә қилидиғанлиқини ейтти.

илһам әлийев һерзогниң зийаритидин кейин икки дөләт мунасивәтлиридә иҗабий һәрикәтлинишкә шаһит болидиғанлиқлирини билдүрүп: «гәрчә биз сода, енергийә вә бихәтәрлик қатарлиқ охшимиған саһәләрдә нурғун хизмәтләрни бирликтә қиливатқан болсақму, йәнила чоң имкан, шараитлиримизниң барлиқиға қәтий ишинимән. қилишқа тегишлик нурғун ишлар бар. әзәрбәйҗан зийаритиңизни тарихий әһмийәткә игә бир зийарәт дәп қараймиз» деди.

пирезидент һерзогму музакирә қилинған нурғун мәсилиләрниң асаси, икки дөләт оттурисидики һәмкарлиқ икәнликини тәкитләп, «бу (зийарәт) хәлқлиримизгә қарита көп қатламлиқ учур бериду, дәп қараймән. биринчидин йәһудийлар вә мусулманлар бирликтә тинчлиққа қарап қәдәм басса, очуқ сөһбәтлишишни башлиса вә дунйаниң йахшилиқи үчүн бирликтә хизмәтләрни  қилса, чоң ишларни вуҗудқа чиқиралайдиғанлиқлириниң учуридур. иккинчидин  мунасивәтлиримиз истратегийәлик мунасивәттур, чүнки биз тинчлиқ, байашатлиқ вә тәрәққийат җәһәттин пүткүл районға тәсир көрситиватимиз. буниң үчүн көп рәһмәт етимән вә сизниму исраилийәдә меһман қилишни сәврсизлиқ билән күтимән» деди.

учришиш даирисидә, икки дөләтниң сәһийә министирлиқлири оттурисида «2023-йилидин 2028-йилиғичә һәмкарлиқ пилани» имзаланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر