тоқайев: оттура асийаниң хәлқара сәһнидики инавитини ашурушқа алаһидә әһмийәт бериш керәк

қазақистан пирезиденти қасим җөмәр тоқайев ички бихәтәрликкә, мудапиә иқтидарини күчәйтишкә, қазақистан вә пүткүл оттура асийаниң хәлқара сәһнидики инавитини ашурушқа алаһидә әһмийәт бериш керәкликини билдүрди.

1977271
тоқайев: оттура асийаниң хәлқара сәһнидики инавитини ашурушқа алаһидә әһмийәт бериш керәк

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан пирезиденти қасим җөмәрт тоқайев барлиқ йуқири қатламдикиләр билән дөләтниң иҗтимаий-иқтисадий тәрәққийати тоғрисида йиғин ачти.

у қазақистанниң иҗтимаий вә иқтисадий мәсилилири үстидә тохталғанда, кона пирограммиларниң һазирқи дәврдә қиммитини йоқатқанлиқини, шуңа дөләт үчүн йеңи тәрәққийат пиланиниң түзүлидиғанлиқини билдүрди.

у дунйада сода чәклимилириниң күнсери күчийиватқанлиқини, дөләтләр оттурисидики өзара ишәнчсизликниң күчийиватқанлиқини әскәртип, йемәк-ичмәк мәһсулатлирида һазирғичә чәт әлгә тайинидиғанлиқлирини вә һөкүмәтниң әң муһим ишиниң ички ишләпчиқириш нисбитини ашуруш икәнликини оттуриға қойди.

у:  «капиталини чәт әлгә йөткигәнләр» гә хитаб қилип, әгәр улар дөләткә мәбләғ салса, уларға қарши һечқандақ тәдбир қоллинилмайдиғанлиқи тоғрисида вәдә бәрди.

у дунйада муһим өзгиришләрниң болуватқанлиқини көрситип мундақ деди: «бу сәвәбтин, ички бихәтәрликкә, мудапиә иқтидарини күчәйтишкә, қазақистан вә оттура асийаниң хәлқара сәһнидики инавитини ашурушқа алаһидә әһмийәт бериш керәк.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر