майа санду гагавуз аптоном районини зийарәт қилди

молдова пирезиденти майа санду дөлитигә қарашлиқ гагавуз аптоном районини зийарәт қилип, көчәт тикти.

1965119
майа санду гагавуз аптоном районини зийарәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: молдова пирезидентлиқиниң байанатиға асасланғанда, санду гагавуз аптоном райониниң авдарма йезисини зийарәт қилған.

молдова пирезиденти майа санду пирезидентлиқ хадимлири, комрат дөләт университети оқуғучилири вә йеза аһалилири билән «йәр вақти» паалийити даирисидә көчәт тиккән вә келимат өзгиришниң дунйави мәсилә икәнликини ейтқан.

санду мундақ дегән: «кәлгүси йилларда дөләт миқйасида көчәт текиш бизгә нисбәтән алдинқи қатардики муһим иштур, һәр биримиз аддий, әмма муһим һәрикәтләр арқилиқ тәбиий муһитни йахшилашқа төһпә қошалаймиз»

паалийәт даирисидә 5 миңдин артуқ көчәт тикилгәнлики билдүрүлди.

гагавуз аптоном райониниң башлиқи ирина влах сандониң униңға районни зийарәт қилидиғанлиқиға даир хәвәр бәрмигәнликини вә буни хәвәрләрдин билгәнликини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر