әзәрбәйҗан түркийәдики апәт районлирида 100 милйон доллар қиммитидә туралғу биналарни салиду

әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйхун байрамов түркийәдики йәр тәврәш апәтлиригә учриған районларда, 100 милйон доллар қиммитидә туралғу биналири, аммиви җамаәт биналири вә маарип аппаратлири биналирини салидиғанлиқлирини билдүрди.

1962715
әзәрбәйҗан түркийәдики апәт районлирида 100 милйон доллар қиммитидә туралғу биналарни салиду

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлиқиниң байанатида көрситилишичә, байрамов йавропа иттипақи комитети вә йавропа иттипақи нөвәтчи рәис дөлити шиветсийәниң, 6-феврал (2023) түркийә билән сүрийәдә йүз бәргән йәр тәврәш апәтлириниң тәсиригә учриғанлар үчүн белгийә пайтәхти бирйусселда өткүзгән хәлқара ианичиләр конферансиға қатнашқан.

у конферанста сөз қилип, йәр тәврәш апитидин кейин, түркийәгә издәш-қутқузуш хадимлири, сәһийә хадимлири вә пидаийлардин тәшкилләнгән 940 кишилик әтрәтни әвәткәнликлирини қәйт қилди.

у түркийәгә 5 миң 300 тонна инсанпәрвәрлик йардими әвәткәнликлирини вә мунасивәтлик органларниң банка номуриға 45 милйон доллар әвәтилгәнликини әскәртти.

у сөзини давамлаштуруп, әзәрбәйҗанниң буниңдин кейинму қериндаш дөләт түркийәни давамлиқ қоллайдиғанлиқини, апәттин кейинки қайтидин қуруш ишлириға маддий вә мәниви җәһәттин йардәм қилидиғанлиқини билдүрүп: «әзәрбәйҗан апәт районлирида 100 милйон доллар қиммитидә туралғу биналири, аммиви җамаәт биналири вә маарип аппаратлири биналирини салиду »деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر