әзәрбәйҗан иранниң җасуслуқ ториға әҗәллик зәрбә бәрди
әзәрбәйҗанда иранниң җасуслуқ ториға қарши елип берилған һәрикәттә 39 киши қолға елинди.
1940590

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан ички ишлар министирлиқи мәнбәлиридин игиләнгән мәлуматларға асасланғанда, түнүгүн пайтәхт баку вә башқа бир қисим районлардики бәзи орган вә ширкәтләргә қарита елип берилған һәрикәттә, «дин тониға йошурунуп бөлгүнчилик паалийити билән шуғуллиниватқан» 39 киши қолға елинған.
бу кишиләрниң иҗтимаий алақә торлирида иранға пайдилиқ тәшвиқатларни қилғанлиқи, әзәрбәйҗанда мәзһәп тоқунуши чиқармақчи болғанлиқи вә иран истихбарати тапшурған вәзипиләрни орунлап, учур йәткүзгәнлики ашкариланди.
әзәрбәйҗан ички ишлар министирлиқи һәрикәт елип барған органлар арисида, иранни қоллап пирограмма тарқитиш билән тонулған «SalamNews» хәвәр агентлиқи вә «İnteraz» телевизийә қанилиниңму барлиқи билдүрүлди.