илһам әлийев иран пирезиденти билән әзәрбәйчан әлчиханисиға қилинған һуҗумни музакириләшти

әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев билән иран пирезиденти ибраһим рәийси әзәрбәйҗанниң теһранда турушлуқ баш әлчиханисиға қилинған һуҗум һәққидә телефонда музакириләшти.

1939141
илһам әлийев иран пирезиденти билән әзәрбәйчан әлчиханисиға қилинған һуҗумни музакириләшти

түркийә авази радийоси хәвири:  әзәрбәйҗан пирезидентлиқи тәрипидин  елан қилинған байанатта, иран пирезиденти ибраһим рәийсиниң пирезидент әлийевгә телефон қилғанлиқи һәмдә һуҗумда һайатидин айрилған бихәтәрлик мәсули үчүн тәзийә билдүрүп, йариланған аманлиқ сақлиғучилар үчүн саламәтлик телигәнлики уқтурулди.

илһам әлийев теһран әлчиханисиға қилинған террорлуқ һәрикитини күчлүк әйибләйдиғанлиқини вә бу қанлиқ һәрикәтниң әтраплиқ тәкшүрүлишини һәмдә җинайәтчиләрниң җазалинишини үмит қилидиғанлиқини билдүрди.

иран пирезидентлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, рәийсиниң илһам әлийевға һуҗумниң көлүми һәққидә вә мунасивәтлик органлар тәрипидин тәкшүрүлгәнлики һәққидә мәлумат берип, «иран билән әзәрбәйҗан оттурисидики достанә вә қериндашларчә мунасивәтләр үзүлмәс күлтүр вә тарихий ришитләрни асас қилиду» дегәнлики билдүрүлди.

байанатта рәийсиниң иран вә әзәрбәйҗан һөкүмәтлириниң икки дөләт мунасивитиниң дүшмәнләрниң тәсиригә учришиға йол қоймайдиғанлиқини тәкитлигәнлики әскәртилди.

әзәрбәйҗанниң теһранда турушлуқ әлчиханисиға қилинған қораллиқ һуҗумда әлчиханиниң бихәтәрлик мәсули қаза қилған вә икки аманлиқ сақлиғучи йариланған иди.

иран даирилири һуҗум қилғучиниң вәқәдин кейин тутулғанлиқини елан қилған иди.

әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлиқиму һуҗумни әйибләп, теһранда турушлуқ әлчиханисиниң тарқақлаштурулидиғанлиқини уқтурған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر