түркийә русийәдин 5 нәпәр қирим татариниң қойуп берилишини тәләп қилди

түркийә қиримда 13 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған 5 нәпәр қирим татариниң қойуп берилишини тәләп қилди.

1931464
түркийә русийәдин 5 нәпәр қирим татариниң қойуп берилишини тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң  байанатида, «биз қиримлиқ татар қериндашлиримиз болған җәмил ғапаров, сәрвәт ғазийев, ерфан османов, алим кәримов вә сәйран муртазаниң бүгүн (11- йанвар) 13 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинишидин чоңқур әндишә қилмақтимиз» дейилди.

байанатта, түркийәниң қирим татарлириниң өз вәтинидә әркин вә бихәтәр йашаш һоқуқини қоллап қуввәтләйдиғанлиқи қайта тәкитлинип, «йуқирида исимлири тилға елинған вә илгириму охшаш шәкилдә қамаққа ташланған қирим татар миллий мәҗлиси муавин рәиси нириман җалал, асан әхмәтов вә әзиз әхмәтов қатарлиқ сийасий сәвәбләр түпәйлидин түрмигә соланған барлиқ қериндашлиримизниң әң қисқа вақит ичидә әркинликигә еришип, аилилири билән бир йәргә җәм болуши үчүн керәклик қәдәмләрниң ташлинишини күтмәктимиз» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر