шималий қибрис түрк җумһурийитидә мәһәллий сайлам өткүзүлди

шималий қибрис түрк җумһурийитидә түнүгүн (2022-йили 25-декабир) өткүзүлгән мәһәллий сайламниң рәсмий болмиған нәтиҗилири елан қилинди.

1923517
шималий қибрис түрк җумһурийитидә мәһәллий сайлам өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий қибрис түрк җумһурийитидә түнүгүн өткүзүлгән мәһәллий сайламларниң рәсмий болмиған нәтиҗилиригә асасланғанда, җумһурийәтчи түрк партийәси йәттә, миллий иттипақлиқ партийәси алтә, мустәқил намзатлар үч, демократ партийә бир, хәлқчил демократийә партийәси бир шәһәрдә ғәлибә қилған.

һакимийәт бешидики миллий иттипақлиқ партийәси, демократ партийә вә йеңидин туғуш партийәси бирләшкән һалда сайламға қатнашқан болуп, миллий иттипақлиқ партийәси алтә шәһәрдә, демократ партийә бир шәһәрдә вә уларни қоллиған бир мустәқил намзат бир шәһәрдә ғәлибә қилған.

асаслиқ өктичи партийә болған җумһурийәтчи түрк партийәси йәттә шәһәрдә ғәлбә қилған болуп, пайтәхт ләфкошада икки нөвәт шәһәр башлиқлиқиға сайланған хәлқчил демократ партийәсидин мәһмәт һарманҗи қайта сайланди.

шималий қибрис түрк җумһурийити сайлам кеңиши тизимға елинған 208 миң 236 сайлиғучиниң 18 шәһәр башлиқи, 220 шәһәрлик парламнет әзаси, 240 мәһәллә комитети башлиқи вә 960 ақсақаллар һәйитини сайлаш үчүн 768 сайлам сандуқиға аваз ташлиғанлиқини, сайламға қатнишиш нисбитиниң рәсмий болмиған нәтиҗилиригә асасланғанда %68.85 болғанлиқини билдүрди.

бу нәтиҗә бойичә болғанда, шималий қибрис түрк җумһурийтидә дөләтниң әң йуқири мәмурий райони һесаблинидиған алтә наһийәдин үчидә җумһурийәтчи түрк партийәси, иккисидә миллий иттипақлиқ партийәси, биридә хәлқчил демократ партийә ғәлибә қилған.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر