қирғизистан ақсақаллар кеңиши чәт әлләрдики қирғизларниң вәтинигә қайтишини тәләп қилди
қирғизистан ақсақаллар кеңиши һөкүмәттин чәт әлләрдики қирғизларниң вәтинигә қайтишини капаләткә игә қилишни тәләп қилди.

түркийә авази радийоси хәвири: қирғизистан пирезиденти садир җаппаров 25 - нойабирдин 26 - нойабиргичә (2022) пайтәхт бишкәктә өткүзүлгән 1 - нөвәтлик хәлқ қурултийи ақсақаллар кеңишиниң әзалирини қобул қилди.
ақсақаллар кеңиши әзалири 1 - нөвәтлик хәлқ қурултийи тәшкилләш арқилиқ сийасий ирадини намайан қилғанлиқи үчүн пирезидент садир җаппаровға рәһмәт ейтти.
ақсақаллар кеңиши әзалири һөкүмәткә 2050 - йиллиқ нишанни өз ичигә алған тәрәққийат пирограммисини түзүш тәклипидә болди вә бу пирограмма даирисидә көчмән қирғизларниң вәтинигә қайтип келишини капаләткә игә қилишни тәләп қилди.
рәсмий мәнбәләргә асасланғанда, тәхминән 7 милйон нопуси болған қирғизистан пуқралиридин 600 миңдин көпрәк киши русийәдә, 30 миңға йеқин киши қазақистанда вә 30 миңға йеқин киши түркийәдә көчмән сүпитидә йашимақта.