мәвлүт чавушоғлу әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири билән көрүшти
ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйһун байрамов билән телефонда көрүшти.
1912174

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқиниң йазма байанатида, чавушоғлу билән байрамовниң телефон сөһбитидә, түркийә-әзәрбәйҗан-түркмәнистан үч тәрәп башлиқлар йиғининиң тәййарлиқ хизмәтлири музакирә қилинғанлиқи билдүрүлди.
түркийә-әзәрбәйҗан-түркмәнистан үч тәрәп башлиқлар йиғини келәр ай (2022-йили декабир) түркмәнистанниң аваза шәһиридә өткүзүлиду.