түркийә қисимлири ирақ вә сүрийәниң шималида 22 террорчини уҗуқтурди
ирақ вә сүрийәниң шималида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г әзаси 22 террорчи уҗуқтурулди.
1911424

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқиниң иҗтимаий таратқу һесабида елан қилинған байанатида, террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ға қарши һәрикәтләрниң ирақниң вә сүрийәниң шималида үзлүксиз давамлишиватқанлиқи билдүрүлди.
байанатта йәнә, ирақниң шималида 10 террорчи вә сүрийәниң шималида 12 террорчи болуп, җәмий 22 террорчиниң уҗуқтурулғанлиқи тәкитлинип, «мәйли қәйәрдә болушидин қәтийнәзәр бу ипласлардин шеһитлиримизниң һесабини алимиз вә елишни давамлаштуримиз. шәһидлиримизни һөрмәт вә аллаһтин рәһмәт тиләш билән әсләймиз» дейилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

әзәрбәйҗан иранниң җасуслуқ ториға әҗәллик зәрбә бәрди
әзәрбәйҗанда иранниң җасуслуқ ториға қарши елип берилған һәрикәттә 39 киши қолға елинди.