әрдоған әзәрбәйҗанда бир күнлүк хизмәт зийаритидә болиду

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийевниң тәклипигә бинаән әзәрбәйҗанда бир күнлүк хизмәт зийаритидә болиду.

1895193
әрдоған әзәрбәйҗанда бир күнлүк хизмәт зийаритидә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик учур - алақә идарисиниң байанатида, әрдоғанниң илһам әлийев билән әзәрбәйҗанниң азад қилинған земинлириға түркийә ширкәтлириниңму төһписи билән селинған иккинчи айродорум <зәнгилан хәлқара айродоруми> ниң ечилиш мурасимиға қатнишидиғанлиқи һәмдә районни тәрәққий қилдуруш үчүн башланған лайиһиләргә ул салидиғанлиқи билдүрүлди.

зийарәт җәрйанида елип берилидиған икки тәрәплик учришишларда, түркийә - әзәрбәйҗан мунасивәтлириниң һәр җәһәттин көздин көчүрилиши вә һәмкарлиқниң техиму кеңәйтилиши үчүн ташлинидиған қәдәмләрниң музакирә қилиниши күтүлмәктә.

икки тәрәплик мунасивәтләрдин башқа йәнә, район характерлиқ вә хәлқаралиқ мәсилиләрдә пикир алмаштурулииши мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر