әрменийә әскәрлири әзәрбәйҗан һәрбий нуқтилириға һуҗум қилди

әрменийә әскәрлири уруш тохтитиш келишимигә хилаплиқ қилип, кәлбәҗәр вә товуздики әзәрбәйҗан һәрбий нуқтилириға һуҗум қилди.

1887990
әрменийә әскәрлири әзәрбәйҗан һәрбий нуқтилириға һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «3 -  өктәбир кәч тәрәпләрдин тартип 4-өктәбир әтигәнгичә, әрменийә қисимлири, әзәрбәйҗан-әрменийә дөләт чеграсидики кәлбәҗәр вилайитиниң зивәл, зәйлик вә истису, товуз вилайитиниң ағдам вә гаралар олтурақ районлиридики әзәрбәйҗан һәрбий нуқтилириға һуҗум қилди. әзәрбәйҗан армийәсиму әрменийә тәрәпкә тегишлик  җаваб қайтурди. вәзийәтниң мәқсәтлик һалда әвҗ алдуруветиш җавабкарлиқиниң әрменийәниң һәрбий вә сийасий рәһбәрликигә аит икәнликини билдүримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر