мостарниң шималий билән җәнубини туташтуридиған ташйолни түркийә ширкити йасайдиған болди

боснийә-гертсеговинаниң җәнубидики мостарда түркийә ширкити ташйол лайиһәсини өз үстигә алди.

1884905
мостарниң шималий билән җәнубини туташтуридиған ташйолни түркийә ширкити йасайдиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт сарайевудики боснийә-гертсеговина федератсийәси (FBIH) ташйолларни башқуруш идариси бинасида ташйол лайиһәси даирисидә, мостарниң шималий билән җәнубини туташтуридиған йол йасаш лайиһәси тоғрисида түркийәниң «йүксәл лайиһә ширкити» билән келишим һасил қилинди.

боснийә-гертсеговина федератсийәси ташйолларни башқуруш идарисиниң байанатида, йасилидиған йолниң узунлуқи 14.2 километир келидиғанлиқи, бу лайиһә даирисидә йол бөлики, йол еғизи, 5 тонел вә 10 ток йолиниң йасилидиғанлиқи һәмдә қурулушни 2023 - йили башлап, 3 йилда тамамлашниң нишан қилинғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر