җапаров путин билән қирғизистан - таҗикистан чеграсидики вәзийәт тоғрисида сөзләшти

қирғизистан пирезиденти садир җапаров русийә пирезиденти виладимир путин билән қирғизистан - таҗикистан чеграсидики вәзийәт тоғрисида телефон сөһбити өткүзди.

1881357
җапаров путин билән қирғизистан - таҗикистан чеграсидики вәзийәт тоғрисида сөзләшти

түркийә авази радийоси хәвири: қирғизистан пирезидентлиқ мәһкимиси ахбарат мәркизи йазма байанат елан қилип, җапаровниң путин билән телефонлишип, қирғизистан-таҗикистан чеграсидики тоқунушта пуқраларниң талапәткә учриши һәмдә нурғунлиған аммиви вә хусусий ул әслиһә әслиһәләрниң бузулғанлиқи тоғрисида мәлумат бәргәнликини؛ рәһбәрләрниң қирғизистан билән таҗикистан оттурисидики киризисни тездин тинч  усул вә дипломатик йоллар билән һәл қилишниң муһимлиқини тәкитлигәнликини уқтурди.

бу җәрйанда, пирезидент җапаров 19 - сентәбир қирғизистанниң баткән районидики қирғизистан - таҗикистан чеграсидики тоқунушта қаза қилғанларни хатириләш үчүн 19 – сентәбирни «миллий матәм күни» елан қилди.

җапаровниң йәнә, тоқунушниң зийиниға учриған мәмурий вә пуқрави орунларни қайта қуруш вә тәрәққий қилдуруш, зийанларниң орнини толдуруш үчүн муһим тәдбирләрни йолға қойуш тоғрисида пәрман имзалиғанлиқи билдүрүлди.

16 – сентәбир күни әтигән қирғизистан-таҗикистан чегра мудапиә қисимлири оттурисида һазирғичә ениқлиналмиған бир сәвәбтин қораллиқ тоқунуш йүз берип, қирғизистан тәрәптин 36 адәм һайатидин айрилған, 129 адәм йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر