қирғизистан – таҗикистан чегра линийәсидики тоқунушларда нурғун адәм өлди

қирғизистан билән таҗикистан оттурисидики чегра линийәсидә йүз бәргән тоқунушларда 24 киши һайатидин айрилди.

1881107
қирғизистан – таҗикистан чегра линийәсидики тоқунушларда нурғун адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: қирғизистан сәһийә министирлиқиниң билдүрүшичә,  бу дөләтниң җәнубидики баткент райониға җайлашқан дохтурханиларға 24 җәсәт кәлтүрүлгән.

қирғизистан – таҗикистан чегра линийәсидә, икки дөләтниң чегра мудапиә қисимлири оттурисидики қораллиқ тоқунуш түнүгүн башланғаниди.

тәрәпләр, бир – бирини келишимләргә хилаплиқ қилиш билән әйиблигән, уруш тохтитиш тоғрулуқ шу җай вақти чүштин кейин саәт 4 тә келишим һасил қилинғанлиқи уқтурулғаниди.

тоқунушларда қирғизистан тәрәптин тәхминән 90 киши йариланғаниди.

икки дөләт оттурисидики чегра маҗираси сәвәбидин, болупму, йәр, деһқанчилиқ мәйданлирини суғириш, һайванларни беқиш, әткәсчилик, ортақ йол ишлитиш вә чеградин рухсәтсиз өтүш қатарлиқ сәвәбләр түпәйлидин районда җиддийлик йүз бәрмәктә.

қирғизистан, 2021 – йили 21 – майдин етибарән, чегра ихтилапи һәл болғанға қәдәр таҗикистан билән таможна еғизлирини тақиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر