қирғизистан – таҗикистан чеграсида тоқунуш йүз бәрди
қирғизистан – таҗикистан чеграсида йүз бәргән қораллиқ тоқунушта таҗикистанлиқ бир әскәр җенидин айрилди.
түркийә авази радийоси хәвири: қирғизистан чегра мудапиә идариси тәрипидин елан қилинған байанатта билдүрүлүшичә, бүгүн әтигән шу җай вақти саәт 07:00 әтрапида баткән райониниң таҗикистан билән чеградаш қисмида, икки дөләтниң мудапиә қисимлири оттурисида қораллиқ тоқунуш йүз бәргән.
байанатта тәкитлинишичә, икки дөләт даирилириниң сөһбәт өткүзүши нәтиҗисидә, қораллиқ тоқунуш шу җай вақти саәт 12.40 әтрапида ахирлашқан болсиму, әмма чегра линийәсиниң вәзийити җиддий икән.
қирғизистан сәһийә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта әскәртилишичә, тоқунушта қирғизистан тәрәптин адәм өлүш вә йарилиниш әһвали көрүлмигән.
таҗикистан даирилири, тоқунушта бир таҗикистан әскириниң җенидин айрилғанлиқини, иккисиниң йариланғанлиқини уқтурған.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
шивейтсарийәдә түрк һәптилики паалийити өткүзүлмәктә
шивейтсарийәниң җәнвә шәһиридә түрк һәптилики паалийити өткүзүлмәктә.
әрменийә төт йезисини әзәрбәйҗанға қайтуруп беришни қобул қилди
әрменийә 1-қарабағ урушида ишғал қиливалған 4 йезини әзәрбәйҗанға қайтуруп беришни қобул қилди.