әлийев: түркийә дунйави бир күч
әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев түркийәниң дунйави бир күч икәнликини ейтти.
түркийә авази радийоси хәвири: әлийев, италийәдә чиқидиған бир гезитниң зийаритини қобул қилғанда бәргән байанатида, түркийә – әзәрбәйҗан мунасивәтлири һәққидә тохталди.
у, түркийәниң дунйави күч икәнликини, түркийә билән әзәрбәйҗан мунасивәтлириниң 2021 – йили 15 – ийун күни «шуша байаннамидиси» арқилиқ иттипақдашлиқ сәвийәсигә йәткүзүлгәнликини, дәрвәқә бу байаннаминиң районлуқ муқимлиқ үчүн наһайити муһимлиқини тәкитләп мундақ деди: «түркийә әзәрбәйҗанни һәм сийасий һәм мәниви җәһәттин қоллиған 2 – қарабағ уруши ахирлашқандин кейин, түркийә – әзәрбәйҗан мунасивәтлири техиму қудрәт тапти. бу наһайити зор әһмийәткә игә. түркийә билән әзәрбәйҗан, районда көплигән мәсилиләрдә худди бир әтрәттәкла һәрикәт қилмақта. бу һәммә тәрипидин нәзәргә елиниши лазим.»
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
әрменийә төт йезисини әзәрбәйҗанға қайтуруп беришни қобул қилди
әрменийә 1-қарабағ урушида ишғал қиливалған 4 йезини әзәрбәйҗанға қайтуруп беришни қобул қилди.