оттура асийа дөләт рәһбәрлириниң 4-қетимлиқ йиғини ечилди

қирғизистан билән таҗикстанниң һөкүмәтләр ара һәмкарлиқ вә чегра мәсилисигә мунасивәтлик қурулған комитетларниң паалийәтлирини көпәйтидиғанлиқи билдүрүлди.

1858043
оттура асийа дөләт рәһбәрлириниң 4-қетимлиқ йиғини ечилди

түркийә авази радийоси хәвири: қирғизистан пирезидентлиқ учур-алақә мәркизи қирғизистан пирезиденти садир җаппаровниң таҗикстан пирезиденти имамәли рахманов билән көрүшкәнлики тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, қирғизистан пирезиденти садир җаппаровниң чолпан ата шәһиридә өткүзүлгән оттура асийа дөләтлири пирезидентлириниң 4-қетимлиқ йиғинидин кейин, таҗикстан пирезиденти имамәли рахманов билән көрүшкәнлики билдүрүлди.

қирғизистан-таҗикстан һәмкарлиқлириниң нөвәттики әһвали, район вә хәлқаралиқ күнтәртипләр музакирә қилинған көрүшүштә, қирғизистан билән таҗикстан һөкүмәтләр ара һәмкарлиқларни вә чегра ишлириға мунасивәтлик қурулған комтетларниң паалийәтлирини көпәйтиш үчүн келишим һасил қилинғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, рәһбәрләрниң икки дөләт вә хәлқләр оттурисидики йахши қошнидарчилиқни күчәйтиш үчүн пиланлиқ һалда бир сийасий дийалогни давамлаштурушниң әһмийитини тәкитлигәнлики билдүрүлди.

байанатта қәйт қилинишичә, қирғизистан пирезиденти садир җаппаров түркмәнистан пирезиденти сәрдар бәрдимуһәммәдов биләнму көрүшкән.

садир җаппаров түркмәнистанни интайин муһим иқтисадий шерик сүпитидә көридиғанлиқлирини билдүрүп, икки дөләт оттурисида сода вә иқтисадий һәмкарлиқларниң зорийишиға әһмийәт беридиғанлиқлирини ейтқан.

түркмәнистан пирезиденти сәрдар бәрдимуһәммәдов өзлирини қизғин қарши алғанлиқлири үчүн садир җаппаровға тәшәккүр ейтип, йиғинниң оттура асийа райониниң мәсилилирини музакирә қилиш үчүн йуқири сәвийәлик йеңи алақә шәклигә кәлгәнликини тәкитлиди.

чолпан ата шәһиридә, қазақистан пирезиденти қасим җөмәрт тоқайев, таҗикстан пирезиденти имамәли рахманов, түркмәнситан пирезиденти сәрдар бәрдимуһәммәдов вә өзбекстан пирезиденти шәвкәт мирзайевниң шәрипигә консерт берилди.

қирғизистан пирезиденти садир җаппаров консерт башлиништин илгири сөз қилип, оттура асийа хәлқлириниң өтмүштин тартип бир-бири билән тинч вә өм-инақ болуп йашап кәлгәнликини қәйт қилди.

у йиғинниң оттура асийа дөләтлириниң иттипақлиқини намайан қилғанлиқини әскәртип: «дөләтлиримизни, парлақ вә гүлләнгән келәчәк билән ортақ тарих, мәдәнийәт охшашлиқи, шундақла мәниви байлиқлар бир-биригә бағлайду. қәдимий болған хәлқлиримизниң мәнпәәтигә өзара пайда йәткүзидиған һәмкарлиқлиримизни давамлиқ үнүмлүк тәрәққий қилдуримиз» деди.

чолпан ата шәһиридики руһ орда мәдәнийәт мәркизидә өткүзүлгән консертта, оттура асийа дөләтлириниң даңлиқ сәнәт номурлири көрситилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر