қазақистан аталмиш донетсики вә лухански хәлқ җумһурийәтлирини етирап қилмайдиғанлиқини җакарлиди

қазақистан пирезиденти қасим җомәрт токайев, дөлитиниң украинаниң шәрқидики аталмиш донетсики вә лухански хәлқ җумһурийәтлирини етирап қилмайдиғанлиқини ейтти.

1845130
қазақистан аталмиш донетсики вә лухански хәлқ җумһурийәтлирини етирап қилмайдиғанлиқини җакарлиди

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан пирезиденти қасим җомәрт токайев, 25- нөвәтлик сан петирборг хәлқара иқтисад мунбириниң асаслиқ йиғиниға русийә пирезиденти виладимир путин билән бирликтә иштирак қилди.

токайев, йавро-асийа иқтисадий гәвдисиниң асийа вә оттура шәрқ базирида кеңийиши керәкликини оттуриға қойуп: «растини ейтқанда, пайдиси йоқ мебарголарниң орниға асийа вә оттура шәрқ базарлирини өз ичигә алидиған актип вә җанлиқ сода сийаситини йақлаш керәк. бу йәрдә қазақистан тәңпуң базар ролини ойнийалайду» деди.

токайев мухбирларниң <қазақистанниң донетсики вә луханскиға тутидиған позитсийәсиниң қандақ болидиғанлиқи> тоғрисидики соалиға җаваб берип: «әгәр бир милләтниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи дунйаниң һәрқайси җайлирида һәқиқий мәнидә әмәлгә ашидиған болса, нөвәттә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза 193 дөләтниң орниға 600 дин артуқ дөләт барлиққа кәлгән болатти. әлвәттә бу бир қалаймиқанчилиқ (болиду). шуңлашқа, биз тәйвән, косово, җәнубий осетийә йаки абхазийәни етирап қилмаймиз, бу йерим дөләт земинлири болған донетсики вә лухански үчүнму күчкә игә» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر