әлийев: деһқанчилиқ бағчиси лайиһәси башқа районлардики деһқанчилиқ бағчилириниң үлгиси болиду

әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев  җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән бирликтә ишқа кириштүргән зәнгиландики  достлуқ деһқанчилиқ бағчисиниң башқа районлардики деһқанчилиқ бағчилириниң үлгиси болидиғанлиқини ейтти.

1822292
әлийев: деһқанчилиқ бағчиси лайиһәси башқа районлардики деһқанчилиқ бағчилириниң үлгиси болиду

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев  җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән бирликтә ишқа кириштүргән зәнгиландики  достлуқ деһқанчилиқ бағчиси әқлий иқтидарлиқ йуқури пән техника деһқанчилиқ ишлири лайиһәсиниң башқа районлардики деһқанчилиқ бағчилириниң үлгиси болидиғанлиқини ейтти.

әлийев, ваһит һаҗийевни, видео конферанс васитиси арқилиқ иккинчи қарабағ урушида азад қилинған зәнгилан вилайитиниң валийси қилип тәйинләш мурасимида, әрмәнләрниң зәнгиланни пүтүнләй вәйран қилип, бирму сағлам олтурақ райони қоймиғанлиқини, азад қилинған башқа районларға охшаш, зәнгиланниму қайта қуруп чиқидиғанлиқлирини әскәртиш билән бир вақитта, зәнгиланниң көчмәнләр йеқин кәлгүсидә қайтидиған вилайәт икәнликини, бу йәрдики ағали йезисиниң қайта қурулғанлиқини, зәнгиланда ишқа кириштүрүлгән ул әслиһә лайиһәлириниң наһайити зор әһмийәткә игә икәнликини, җүмлидин, азад қилинған районларға алақидар муһим пиланлириниң барлиқини тәкитләп мундақ деди: «азад қилинған районлардики тунҗи деһқанчилиқ бағчисиму зәнгиланда қурулди. өткән йили, қериндишим, түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән бирликтә <достлуқ деһқанчилиқ лайиһәси> намлиқ деһқанчилиқ бағчисиниң улини салдуқ. йеқинда маңа бу бағчиниң паалийәтлири тоғрисида мәлумат берилди. һәммә ишниң пилан бойичә кетиватқанлиқидин толиму хушалмән. дәрвәқә, бу тунҗи вә үлгилик деһқанчилиқ бағчиси болуп қалиду. мениңчә, зәнгиланда ишқа орунлишиш вә иқтисадниң асаслиқ амиллиридин бири деһқанчилиқ болуши керәк. биз чоқум барлиқ азад қилинған районларда шәкиллинидиған мәнзирини  үлгилик достанә деһқанчилиқ мәйданлирида көрүшимиз керәк.»

ишғалийәт дәвридә әрмәнләрниң зәнгиланд вә башқа вилайәтләрдики алтун канлирини ишләткәнликини, бу йәрләрдин қолға кәлтүрүлгән алтунларниң чәт әлләрдә сетилғанлиқини байан қилған әлийев, мундақ дәп көрсәтти: «чәт әлликләр вә чәт әллик әрмәнләрниң алтун запаслирини қанунсиз қезиши уларға зор зийанларни елип келиду. биз уларниң исимлирини билимиз. биз уларни дунйа алдида ашкарилаймиз, улар бизгә төләм төләйду. улар салған зийанниң орнини чоқум толдуриду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر