қазақистан: нәзәрбайевниң салаһийитиниң айрим бекитилишиниң һаҗити йоқ

қазақистанда асасий қанунға түзитиш киргүзүш даирисидә нурсултан нәзәрбайевниң «қурғучи пирезидент» салаһийитиниң айрим бекитилишигә һаҗәт йоқлуқи билдүрүлди.

1822252
қазақистан: нәзәрбайевниң салаһийитиниң айрим бекитилишиниң һаҗити йоқ

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан дөләт ишлири катипи йәрлан карин, телеграмма қанилида елан қилған байанатида, асасий қанун кеңишиниң, пирезидент қасим җөмәрт тоқайевниң «асасий қанунға түзитиш киргүзүш» илтимасини қобул қилғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, асасий қанун ислаһатиниң һакимийәт бешидики һөкүмәтләр оттурисидики мунасивәтләрниң тәңпуңлуқини йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүш, хәлқниң һакимийәт ишлириға иштирак қилишиниң даирисини кеңәйтиш вә пуқраларниң асасий қанунлуқ һоқуқини қоғдашни күчәйтиш мәқситидә елип берилғанлиқини тәкитлиди, шундақла, асасий қанун хизмәт гурупписиниң бәзи әзалириниң тәклиплири нәзәргә елинип, қазақистанниң биринчи пирезидентиниң салаһийити һәққидә асасий қанун кеңишигә қошумчә илтимас сунулғанлиқини байан қилип мундақ деди: «уларниң қаришичә, биринчи пирезидентниң тарихий роли һәммигә айан болуп, асасий қанунда айрим бекитилишиниң һаҗити йоқ икән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر