әзәрбәйҗан байдинниң 1915-йили вәқәлиригә даир билҗирлашлириға наразилиқ билдүрди

әзәрбәйҗан америка пирезиденти җов байдинниң 1915-йили вәқәлиригә мунасивәтлик сөзилиригә қаттиқ наразилиқ билдүрди.

1817574
әзәрбәйҗан байдинниң 1915-йили вәқәлиригә даир билҗирлашлириға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, байдинниң сөзлиридә 1915-йили вәқәлиригә аит пакитларниң йәнә бир қетим бурмиланғанлиқи вә буниң байдинниң битәләйлики икәнлики билдүрүлди.   

байанатта, «бир әсир илгири йүз бәргән вәқәләрни бурмилаш вә аталмиш «ирқий қирғинчилиқ» ни сийасийлаштуруш урунушлирини қобул қилғили болмайду. америка пирезидентиниң бу байанати түркийә билән әрменийә оттурисидики мунасивәтләрниң нормаллишишиға алақидар давамлишиватқан музакириләргиму зит. 1915-йилидики вәқәләрни сийасәтчиләр әмәс, тарихчилар тәкшүрүши керәк. тарихни бурмилаш вә уни сийасий бесим үчүн пайдилинишни қәтий қобул қилғили болмайду» дегән сөзләргә алаһидә орун аҗритилди.

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر