түркийәниң қирғизистанда турушлуқ әлчиханиси аммиви иптар пирограммиси өткүзди

түркийәниң қирғизистанда турушлуқ әлчиханиси пайтәхт бишкәктики мәркизи имам сәраһси җамәсиниң һойлисида, рамизанниң биринчи күни аммиви иптар пирограммиси өткүзди.

1806180
түркийәниң қирғизистанда турушлуқ әлчиханиси аммиви иптар пирограммиси өткүзди
Kırgızistan Bişkek Ağzaçar iftar Türk büyükelçiliği.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң бишкәк әлчиханиси диний мулазимәт мәслиһәтчилики тәрипидин тәшкиллигән коллектип иптар пирограммисида, әр-айаллар үчүн айрим- айрим дастерхан селинди.

шам намизиға әзан оқулуп, намазлирини ада қилған җамаәт үчүн, җамә һойлисиниң ишиклири ечилди.

иптар дастерханисиға кәлгәнләргә, су, поло, хам көктат, хорма, йешил алма вә нан икрам қилинди.

түркийәниң бишкәктә турушлуқ баш әлчиси әһмәт садиқ доған қатнашқучиларниң рамизан ейини тәбриклиди.

бу җамә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған тәрипидин 3.5 йил илгири қирғизистанлиқ мәнсәпеиши соронбай җәинбековниң қатнишиши билән ечилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر