дунйаниң һәрқайси җайлирида хоҗали қәтлиаминиң 30 йиллиқи хатириләнди

1992 – йили әзәрбәйҗанниң тағлиқ қарабағ райониниң хоҗали шәһиридә әрменийә қисимлириниң қирғинчилиқиға учриған айаллар вә балиларни өз ичигә алған 613 адәм, қәтл қилинғанлиқиниң 30 - йилида американиң вашингтон шәһиридә хатириләнди.

1785913
дунйаниң һәрқайси җайлирида хоҗали қәтлиаминиң 30 йиллиқи хатириләнди
belcika hocali.jpg
hocali isvec.jpg
abd hocali.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗанниң вашингтондики әлчиханиси кенниди мәркизидә «һәқиқәт вә адаләт» дегән нам астида паалийәт уйуштурди.

түркийәниң вашингтонда турушлуқ баш әлчиси һәсән мурат мәрҗан вә америкада йашайдиған әзәрбәйҗанлиқлар иштирак қилған паалийәттә ирқий қирғинчилиқниң қурбанлири хатириләнди.

хоҗали шәһиридә 613 адәм қирғин қилинғанлиқиниң 30 йиллиқи мунасивити билән шивитсийәниң пайтәхти стокһолмдиму хатириләш паалийити өткүзүлди.

әзәрбәйҗанниң стокһолмдики баш әлчиханиси тәрипидин  галлер пеппа сәнәт мәркизидә уйуштурулған паалийәттә, шиветсийәлик фотограф микаил слкеберг 2021 – йили 11 – айда қарабағда тартқан әрменийә қирғинчилиқида бузғунчилиққа учриған тарихий имарәтләр көргәзмә қилинди.

хоҗали шәһиридә әрмәнләр тәрипидин қәтл қилинған әзәрбәйҗан пуқралири йәнә белгийәниң пайтәхти бирйусселдиму хатириләнди. әркинлик абидиси алдида өткүзүлгән мурасимға әзәрбәйҗанниң бирйусселда турушлуқ баш әлчиси вагиф садиқофму қатнашти.

1992 – йили 26 – феврал күни әрменийә қисимлириниң әзәрбәйҗанниң үстүн қарабағ районидики хоҗали йезисиға бесип кирип һуҗум қилиши нәтиҗисидә 106 си айал, 63 и нарисидә бала, 70 и йашанғанлар болуп, җәмий 613 әзәрбәйҗан пуқраси  вәһшийләрчә қәтл қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر