қазақистанда җиддий һаләт бикар қилинди

5 - йанвар қазақистанда елан қилинған җиддий һаләт ахирлашти.

1764754
қазақистанда җиддий һаләт бикар қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан һөкүмитиниң 19 – йанвар йерим кечидин башлап пайтәхт нур султан, алмута, атрав, җамбил, қизилорда вә мангистав қатарлиқ шәһәр вә вилайәтләрдә җиддий һаләтни бикар қилиши билән турмуш нормал һалитигә қайтти. бәлгилик саәтләрдә иҗра қилиниватқан йол йүрүш чәклимиси билән кочилардики бихәтәрлик тәдбирлири бикар қилинди. шәһәрләргә кириш – чиқишлар қайтидин әркин қойуветилди.

қазақистан пирезидентлиқ мәһкимиси байанатчиси бәрик уали, хәлқниң бирлик вә баравәрлики, бихәтәрлик вә қанун иҗра қилиш органлириниң җанлирини тикип қойуп көрсәткән тиришчанлиқи сайисида, қазақистан миқйасида тәртип – интизам вә хатирҗәмликниң капаләткә игә қилинғанлиқини уқтурди.

қазақистанниң ғәрбидә суйуқландурулған газ баһасиниң өстүрүлүши, иҗтимаий вә иқтисадий вәзийәтниң начарлишип кәткәнлики илгири сүрүлүп 2 – йанвар (2022) башланған намайишлар, дөләтләрниң бурунқи пайтәхти алмутадиму зораванлиқ вәқәлиригә айлинип кәткәниди.

5 – йанвар қазақистан пирезиденти қасим җөмәрт тоқайев, намайишларниң җавабкари дәп көрсәткән һөкүмәтниң истепасини қобул қилип, арқидинла мәмликәт миқйасида җиддий һаләт елан қилғаниди.

қазақистан баш тәптиш мәһкимиси, йүз бәргән вәқәләр җәрйанида 225 кишиниң җенидин айрилғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر