қазақистан баш мупәттиши зораванлиқ вәқәлиридә һайатидин айрилғанларниң сани һәққидә мәлумат бәрди

қазақистан баш мупәттиши сәрик шалабайев дөләт ичидики зораванлиқ вәқәлири җәрйанида 19 нәпири бихәтәрлик хадимлири болуп, җәмий  225 кишиниң һайатидин айрилғанлиқини елан қилди.

1763219
қазақистан баш мупәттиши зораванлиқ вәқәлиридә һайатидин айрилғанларниң сани һәққидә мәлумат бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: сәрик шалабайев дөләттики зораванлиқ вәқәлиридә һайатидин айрилғанларниң сани һәққидә мәлумат бәрди.

шалабайев мухбирларни күтүвелиш йиғинида, «225 кишиниң җәсити җәсәтханиға тапшурулди, улардин 19 нәпири сақчи вә әскәр. 3393 нәпәр бихәтәрлик хадими вә 4353 пуқра йариланди» деди.

сәһийә министирлиқи байанатчиси асәл артакшинова, 225 кишидин 175 кишиниң вапатиниң сәһиийә мәркәзлиридә руйхәткә елинғанлиқини билдүрди.

қазақистанда суйуқландурулған нефит гази (LPG) баһасиниң өстүрүлиши вә иҗтимаий иқтисадий вәзийәтниң начарлишишини сәвәб қилип 2- йанварда намайишлар  башланған иди.

пирезидент қасим җомәрт токайеф намайишчилар әйиблигән һөкүмәтниң истипанамисини қобул қилған болсиму, намайишниң кеңийип кетиши сәвәбидин, 3 чоң шәһәр вә 14 өлкидә җиддий һаләт  елан қилған иди.

пезидент токайеф 11-йанвар парламентта қилған сөзидә, дөләтниң асасий қанун тәртипиниң капаләткә игә қилинғанлиқини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر