бурса түрк дунйасиниң 2022 – йилиллиқ күлтүр пайтәхти болуп талланди

йеңи шәйиләр гүзәл болиду - 20

1760901
бурса түрк дунйасиниң 2022 – йилиллиқ күлтүр пайтәхти болуп талланди

 

бурса түрк дунйасиниң 2022 – йилиллиқ күлтүр пайтәхти болуп талланди

йеңи шәйиләр гүзәл болиду - 20

гамзә дәмәч сибич

***********

һөрмәтлик түркийә авази радийоси уйғурчә аңлитишиниң қәлб достлири! қишниң бу гүзәл күнидә пайтәхт әнқәрәдин һәммиңларға салам. һайат гүзәлдур, һәмдә йеңи нәрсиләрни өгинишму шундақ… бүгүн биз силәргә түрк дунйасиниң 2022 – йиллиқ күлтүр пайтәхти бурсани тонуштуримиз.

түрк дунйасиниң йунескоси дәпму атилидиған хәлқара түрк мәдәнийәт тәшкилати (түрксой)  тарихи 8500 йил илгиригә тутушидиған бурсани «түрк дунйасиниң 2022 – йилиллиқ күлтүр пайтәхти» қилип таллиди.

түрк күлтүрини кәлгүси әвладларға йәткүзүш вә дунйаға тонуштуруш үчүн 1993-йили түркийә, әзәрбәйҗан, қазақистан, қирғизистан, өзбекистан вә түркмәнистан мәдәнийәт министирлири тәрипидин имзалиған келишим билән қурулған  вә һазир 14 әза дөләт билән һәмкарлишип паалийәт қиливатқан «хәлқара түрк мәдәнийәт тәшкилати-түрксой» өзбекистанниң хива шәһиридә өткүзүлгән 38-нөвәтлик йиғинида, бурсани «2022-йиллиқ түрк дунйаси күлтүр пайтәхти» дәп елан қилди.

бурса өзгичә тәбиити, мунбәт тупрақлири, көп хил сайаһәтчилики вә тәрәққий қилған иқтисади билән түрк дунйасиниң қәдимий мәдәнийәт шәһәрлириниң бири һесаблиниду. у әскишәһир вә кастамонудин кейин, түркийәдин түрк дунйасиниң күлтүр пайтәхти болуп талланған үчинчи шәһәр һесаблиниду.

бурса 8500 йиллиқ тарихқа игә

тарихи 8500 йил илгиригә тутуишидиған бурса өз нөвитидә йәнә деһқанчилиқ шәһиридур. сайаһәт шәһири, аршаңлар шәһири, университетлар шәһири, белиқчилиқ, тағ вә деңиз тәнтәрбийәлири шәһиридур. бу шәһәр қол һүнәр-сәнәт вә хәлқ сәнити саһәсидиму йунеско тәрипидин иҗадийәт шәһәрлири тизимликигә киргүзүлгән иди.  

бурса, тарихий дора – дәрмәк йоли билән тарихий йипәк йолиниң кесишиш еғизиға җайлашқан мол мәдәнийәт макани болуп, 8500 йиллиқ тарихи билән охшимиған мәдәнийәтләрниң изналириға саһибханлиқ қилмақта. у йәнә  иқтисадий, иҗтимаий, тәбиий гүзәллики, шипалиқ сулири, йаз вә қишлиқ сайаһәт имканийәтлири  қатарлиқ байлиқларни өзигә муҗәссәм қилған. шуниң билән бир вақитта йәнә, җумалиқизиқ, тарихи базири вә йепиқ базарлар райони һәмдә султан күллийәлири билән йунескониң дунйа мәдәнийәт мираслири тизимликигә кизгүзүлгән.

бу барлиқ алаһиликлиридин башқа йәнә, каһиш вә бурса йипәклири алдинқи пиланда туридиған «қол һүнәр-сәнәт вә хәлқ сәнити» саһәсидиму иҗадкар шәһәрләр ториға киргүзүлгән шәһәр һесаблиниду. бурса түркийә саламәтлики йуқири шәһәрләр бирликиниң нөвәтчи рәисликигиму сайланди. бу нәтиҗиләр билән бурса  йипеки вә изник каһишлири қатарлиқ бурса қол һүнәр-сәнити вә хәлқ сәнитиму универсал байлиқ салаһийитигә еришти.

бурсаниң 2022-йиллиқ түрк дунйаси күлтүр пайтәхти паалийәтлири даирисидә ишқа ашуриши пиланланған бәзи лайиһәләр төвәндикичә؛

«2022-йиллиқ түрк дунйасиниң күлтүр пайтәхти» бурса сиҗил, мәңгүлүк вә үнүмлүк паалийәтләрни ройапқа чиқириш үчүн хизмәт ишлимәктә, бу даиридә, түрк дунйаси темилиқ бинакарлиқ әсәрлири бағча вә мәйдан орунлаштуруши елип берилиду. түрк дунйасидин елип келингән символлуқ дәрәхләр билән хатирә ормани қурулиду.

улутавдин улудағқичә түрк музика фестивали, түркийә дунйаси темилиқ консертлар, сәнәтчиләр учришиши, түрк дунйаси шеир мусабиқиси вә дастан мусабиқисидин башқа йәнә, дөләт командилири қатнишидиған түрк дунйаси ләвһә талишиш мусабиқилири өткүзүлиду.

түрк дунйаси дөләтлири билән һәр йили 21-мартта дағдуғулуқ тәбриклинидиған новруз байрими бурсада һәр хил паалийәтләр билән рәңлиниду вә катта ечилиш программиси өткүзүлиду.

түрк рәсим сәнәтлирини пүтүн дунйаға тонутуш үчүн «түрк дунйаси айал рәссамлар учришиши»  дунйаниң охшимиған җайлирида өткүзүлидиған түрк мәдәнийитигә алақидар фото сүрәт көргәзмиси, « түрк фотографлири түрк дунйасини сүрәткә тартмақта» намлиқ лайиһә ишқа ашурилиду һәмдә түрк дунйаси музейлири вә көргәзмә йиғинлири өткүзүлиду.

булардин башқа йәнә, дөләтләр оттурисидики алақини техиму күчәйтиш вә тәҗрибә алмаштуруш үчүн түрк дунйаси шәһәрлик һөкүмәтләр бирләшмиси билән йәрлик һөкүмәтләр башлиқлар йиғини өткүзүлиду.

шуниң билән бир вақитта йәнә, киночилиқ вә сәһнә сәнити саһәсидә түрк дунйасиға төһпә қошуш үчүн түрк дунйаси темилиқ қисқа филим мусабиқиси, һөҗҗәтлик филим, кино-тийатир фестивали қатарлиқ паалийәтләрни тәшкилләш нишан қилинмақта.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر