тоқайев: коллектип хәвпсизлик келишими тәшкилати әскәрлири икки күндин кейин чекиниду

қазақистан пирезиденти қасим җөмәрт тоқайев коллектип хәвпсизлик келишими тәшкилати әскәрлириниң икки күндин кейин, қәдәм басқучлуқ һалда қазақистандин чекинишни башлайдиғанлиқини ейтти.

1760537
тоқайев: коллектип хәвпсизлик келишими тәшкилати әскәрлири икки күндин кейин чекиниду

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан пирезиденти қасим җөмәрт тоқайев парламентта қазақистан вәзийити тоғрисида муһим байанатларни бәрди.

у қазақистанға қарши бир террорлуқ уруши қилинғанлиқини әскәртип, террористларға қарши һәрбий һәрикәтниң әң қийин қисминиң ахирлашқанлиқини вә вәзийәтниң муқимлашқанлиқини билдүрди.

у қазақистандики вәзийәт сәвәбидин коллектип хәвпсизлик келишими тәшкилатидин һәрбий йардәм тәләп қилғанлиқлирини хатириләтти.

у: «қазақистан қанунлуқ һалда коллектип хәвпсизлик келишими тәшкилатидин тинчлиқ күчини әвәтишни тәләп қилди. бу қарар чиқирилған вақитта, алмутаниң контроллуқини пүтүнләй йоқитип қойуш алдида турувататтуқ. алмутани қолдин чиқирип қойған болсақ, пайтәхтни вә арқидин пүткүл дөләтни йоқитип қойаттуқ» деди.

у коллектип хәвпсизлик келишими тәшкилати тинчлиқ күчиниң вәзиписини мувәппәқийәтлик ахирлаштурғанлиқини тәкитләп: «коллектип хәвпсизлик келишими тәшкилатиниң тинчлиқ күчи икки күндин қәдәм басқучлуқ һалда қазақистандин чекинишни башлайду, чекиниш вақти әң көп болғанда 10 күн болиду» деди.

коллектип хәвпсизлик келишими тәшкилатиниң хәвпсизлик кеңиши қазақистанға 2 миң 300 әскәр вә 250 һәрбий үскүниләрни орунлаштурған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر