б д т қазақистанға наразилиқ билдүрди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати қазақистанда намайишчиларға мудахилә қилған дөләт хәвпсизлик күчлириниң б д т тинчлиқ сақлаш күчи әскәрлири кийидиған вә б д т ниң бәлгиси болған көк бихәтәрлик қалқипи кийишигә наразилиқ билдүрди.

1760676
б д т қазақистанға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипиниң байанатчиси степһан дуҗаррич, күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, бу һәқтә бәргән байанатида, мундақ деди: «бирләшкән дөләтләр тәшкилати тинчлиқ сақлаш күчиниң паалийәтлиригә төһпә қошқан дөләтләр, б д т гә аит бәлгә йаки символларни пәқәт б д т тинчлиқ сақлаш күчи паалийәтлирини иҗра қилиш җәрйанидила ишлитәләйду. биз бу мәсилигә қарита әндишимизни қазақистан вакаләтханисиға биваситә йәткүздуқ вә бу мәсилиниң һәл қилиидиғанлиқи тоғрулуқ бизгә вәдә берилди.»

қазақистанда намайишчиларға мудахилә қилған дөләт хәвпсизлик күчлириниң,  б д т тинчлиқ сақлаш күчи әскәрлири кийидиған вә б д т ниң бәлгиси болған көк бихәтәрлик қалқипи кийгәнликигә алақидар көрүнүшләр, аммиви таратқуларда тарқалғаниди.

қазақистанниң ғәрбидә 2 – йанвар күни суйуқландурулған нефит гази (LPG) ниң баһасиниң өстүрүлүши вә дөләтниң иҗтимаий-иқтисадий вәзийитиниң начарлишиши қатарлиқ сәвәбләр түпәйли башланған намайишларниң даириси дөләтниң башқа җайлириғичә кеңийип кәткәниди.

намайишларниң даириси кеңийип кәткәндин кейин,  дөләт миқйасида җиддий һаләт елан қилинди.

            намайишчиларниң дөләт биналирини ишғал қилиши вә қорал – йарағ ишлитиши нәтиҗисидә, нур султан һөкүмити, дөләт хәвпсизлик күчлиригә һәрбий һәрикәт елип бериш тоғрулуқ йолйоруқ чүшүрди.

вәқәләр давамида һазирғичә қолға елинғанларниң сани 8 миңға йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر