русийә қазақистан вәзийитиниң нормаллишишини үмид қилди

русийә қазақистандики намайишларға мунасивәтлик вәзийәтниң қисқа вақит ичидә нормаллишишини үмид қилидиғанлиқини елан қилди.

1757744
русийә қазақистан вәзийитиниң нормаллишишини үмид қилди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, қазақистандики вәқәләрни йеқиндин көзитиватқанлиқини билдүрди.

байанатта мундақ дейилди:

«һәммә мәсилиләрни кочиларда қалаймиқанчилиқ чиқирип, қанунларға хилаплиқ қилиш билән әмәс, бәлки асасий қанун, қанун вә дийалог рамкисида тинчлиқ усулида һәл қилишни қоллаймиз.»

байанатта йәнә, қазақистан пирезиденти қасим җөмәрт тоқайевниң бу һәқтә ташлиған қәдәмлириниң, вәзийәтни муқимлаштурушни, қануний тәләпләрдә болған намайишчиларниң мәсилилирини дәрһал һәл қилшни мәқсәт қилғанлиқи әскәртилди вә: «русийәниң истратегийәлик шериклик вә иттипақлиқ мунасивәтлири, қериндашлиқ вә инсаний мунасивәтлири болған бу дөләттики вәзийәтниң имканийәтниң беричә әң қисқа вақит ичидә нормаллишишини үмид қилимиз» дейилди.

қазақистандики русийә дипломатик вакаләтханилириниң әтрапидики вәзийәтниң нормал икәнлики әскәртилгән байанатта, намайишларда һечқандақ русийә пуқрасиниң зийан-зәхмәткә учримиғанлиқи, вәзийәтниң йеқиндин көзитиливатқанлиқи билдүрүлди.

қазақистанниң ғәрбидә 2-йанвар (2022) дин башлап, суйуқландурулған газ баһасиниң өстүрүлүши, дөләттики иҗтимаий вә иқтисадий әһвалиниң йаманлашқанлиқи сәвәб қилинип башланған намайишлар, башқа җайларғиму кеңәйди.

кочилардики намайишларда, хәвпсизлик тармақлири билән намайишчилар оттурисида тоқунушлар йүз бәрди.

хәвпсизлик тармақлири сақчи вә һәрбий аптомобилларға от қойуп, һөкүмәт биналириға киргән намайишчиларни аваз бомбиси етип тарқитивәтти.

қазақистан пирезиденти қасим җөмәрт тоқайев партлиған намайишларға һөкүмәтниң мәсул икәнликини билдүрүп, һөкүмәтниң истепасини қобул қилди.

намайишларниң бәзи районларға кеңийиши билән, пайтәхт нурсултан, алмута шәһири вә мангистав иштатлирида җиддий һаләт елан қилинди.  

   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر