русийә қиримда қалаймиқан тутқун қилишни башлиди

украина муавин ташқи ишлар министири әминә җәппар русийәниң қанунсиз қошувалған қиримда, 31 нәпәр қирим татари түркләрни назарәткә алғанлиқини елан қилди.

1737899
русийә қиримда қалаймиқан тутқун қилишни башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: әминә җәппар тивиттер һесабида елан қилған байанатида, қирим татар паалийәтчилиридин тутуп туруш вақти толған адвукат әдәм сәмәдлайевни қарши елиш үчүн кәлгәнкини билдүрди.

айаллар вә журналистларниму өз ичигә алған 31 нәпәр қирим татариниң назарәткә елинғанлиқини тәкитлигән әминә җәппар, «русийә дәрһал халиғанчә тутқун қилиш қилмишлириға хатимә бериши керәк вә қанунсиз назарәткә елинған барлиқ украина пуқралирини қойуп бериши лазим» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر