фатиһ дөнмәз шималий қибрис түрк җумһурийитигә тәбиий газ йәткүзүлидиғанлиқини ейтти

енергийә вә тәбиий байлиқлар министири фатиһ дөнмәз түркийәниң шималий қибрис түрк җумһурийити билән әмәлгә ашурулидиған лайиһәләр рамкисида, дәсләпки қәдәмдә аралға суйуқландурулған тәбиий газ (LNG) йәткүзүлидиғанлиқини ейтти.

1736865
фатиһ дөнмәз шималий қибрис түрк җумһурийитигә тәбиий газ йәткүзүлидиғанлиқини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: фатиһ дөнмәз анталйада өткүзүлгән 11-нөвәтлик түркийә енергийә башлиқлар йиғинида шималий қибрис түрк җумһурийити иқтисад вә енергийә министири сунат атун билән көрүшти.

министир дөнмәз һәрқайси дөләтләрниң муһит асрайдиған вә ташқа айланған йеқилғуни аз ишлитидиған енергийә системисиға йүзләнгәнликини һәмдә бу җәһәттә шималий қибрис түрк җумһурийитини қоллайдиғанлиқлирини билдүрүп: «дәсләпки қәдәмдә биз у йәрдики май електр истансисини тәбиий газға айландурушни музакирә қилдуқ. иншааллаһ әмәлгә ашурулидиған лайиһәләр арқилиқ суйуқландурулған тәбиий газ аралға йәткүзүлгән болиду» деди.

фатиһ дөнмәз шималий қибрис түрк җумһурийитидики електир аптомобил лайиһәсини йеқиндин көзитиваатқанлиқлирини қиливатқанлиқини билдүрүп, мундақ деди:

«електир аптомобилларниң системиға киргүзүлүшигә әгишип, електир еһтийаҗиму ашиду. түнүгүнкигә охшаш бүгүнму вә әтиму иншааллаһ шималий қибрис түрк җумһурийитидики қериндашлиримизни қоллашни давамлаштуримиз. аралниң енергийә билән тәминләш бихәтәрликигә еһтийаҗлиқ лайиһәләрдиму йардәмчи болушни давамлаштуримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر