әрменийә қисимлири әзәрбәйҗан һәрбий нуқтилириға оқ чиқарди

әрменийә әскәрлири әзәрбәйҗан-әрменийә чеграсиға җайлашқан товуз вилайити тәвәсидики әзәрбәйҗан һәрбий нуқтилириға оқ чиқарғанлиқи билдүрүлди.

1735559
әрменийә қисимлири әзәрбәйҗан һәрбий нуқтилириға оқ чиқарди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқи әрменийә қисимлириниң оқ чиқарғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, әрменийә қисимлириниң түнүгүн (2021-йили 17-нойабир) шу йәр вақти 17 дин 54 минут өткәндин 22 дин 52 минут өткичә шәмсәддин вилайитиниң чинарли вә муғанҗик йезилиридики нуқтилиридин товуз вилайитиниң мунҗуклу, ағбулағ, гоша, коһанәби вә әсрик җирдаһан йезилиридики әзәрбәйқан һәрбий нуқтилириға охшимиған калберлиқ қораллар билән оқ чиқарғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, әзәрбәйҗан қисимлириниң қарши тәрәпкә қайтурма җаваб қайтурғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر