қарабағда әрмәнләр әзәрбәйҗан вә русийә әскәрлиригә һуҗум қилди

қарабағда әрмәнләрниң әзәрбәйҗан вә русийә әскәрлиригә қилған террорлуқ һуҗумлирида 3 әзәрбәйҗан әскири йариланди.

1733428
қарабағда әрмәнләр әзәрбәйҗан вә русийә әскәрлиригә һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан ички ишлар министирлиқи билән баш тәптиш мәһкимиси тәрипидин бу һәқтә елан қилған қошма байанатта билдүрүшичә, шуша шәһириниң ташалти йезиси әтрапида, әзәрбәйҗан вә русийә әскәрлири қаравуллуқ қиливатқан тәкшүрүш понкитиға, норайр мирзойан исимлик ​​әрменийә пуқраси вә башқа кишиләр тәрипидин «RGD-5» типлиқ қол бомбиси етилған.

һуҗумда, 3 әзәрбәйҗан әскири йариланған, әзәрбәйҗан баш тәптиш мәһкимиси бу вәқәни тәкшүрүшкә башлиған.

йәнә бир тәрәптин, аммиви ортақлишиш тор бәтлиридә, әзәрбәйҗан вә русийә әскәрлири қаравуллуқ қиливатқан тәкшүрүш понкитиға қол бомбисиниң етилиши вә бир кишиниң русийә әскәрлири тәрипидин тутуп кетилишигә даир көрүнүшлүк учурлар тарқалған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر