түрк кеңиши йиғини демократийә вә әркинликләр арилида өткүзүлиду

түрк кеңишиниң 8-нөвәтлик алий рәһбәрләр йиғини бүгүн түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң саһибханлиқида, истанбулдики демократийә вә әркинликләр арилида өткүзүлиду.

1733081
түрк кеңиши йиғини демократийә вә әркинликләр арилида өткүзүлиду

түркийә авази радийоси хәвири: түрк кеңишиниң 8-нөвәтлик алий рәһбәрләр йиғини бүгүн (2021-йили 12-нойабир) түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң саһибханлиқида, истанбулдики демократийә вә әркинликләр арилида өткүзүлиду.

«йешил технологийәләр вә диҗитал дәвридә әқиллиқ шәһәрләр» темиси астида өткүзүлидиған йиғинға, әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев, қазақистан пирезиденти қасим җөмәрт тоқайев, қирғизистан пирезиденти садир җаппаров, өзбекстан пирезиденти шәвкәт мирзайев вә көзәткүчи дөләт венгирийәниң баш министири виктор орбан қатнишиду.

түркмәнистан пирезиденти гурбангули бәримуһәммәдовму йиғинға тунҗи қетим көзәткүчилик салаһийитидә қатнишиду.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, түрк кеңишигә әза дөләтләрниң башлиқлири, түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң рәис вәкили бинали йилдирим вә башқа мунасивәтлик рәһбәрләр, бүгүн алди билән султан әһмәт җамәсидә түрк кеңиши секритарлиқиниң мәркизи бинасиниң ечилиш мурасимиға қатнашти.

рәҗәп таййип әрдоған вә меһманлар мурасимни ахирлаштуруп, түрк кеңишиниң 8-нөвәтлик алий рәһбәрләр йиғини ечилидиған демократийә вә әркинликләр арилиға қарап йүрүп кәтти.

йиғинда, түрк кеңишиниң намини «түрк дөләтлири тәшкилати» дәп өзгәртиш вә кейинки 20 йиллиқ пиланниң қобул қилинишини өз ичигә алған тәшкилатниң роли вә кәлгүсигә мунасивәтлик қарарларни чиқириш күтүлмәктә.

кеңәшниң нөвәтчи рәислик вәзиписи әзәрбәйҗандин түркийәгә өткүзүп берилидиған йиғинда, өзара һәмкарлиқларни һәр саһә бойичә техиму тәрәққий қилдуруш мәсилиси музакирә қилиниду.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған йиғин вәсилиси билән айрим учришишларни өткүзиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر