қирғизистан түркийәдин қораллиқ учқучисиз һава аппарати алиду

қирғизистан дөләт бихәтәрлик комититиниң башлиқи генерал қамчибек ташйев,  түркийәдин «Bayraktar TB2» намлиқ қораллиқ учқучисиз һава аппарати сетивалидиғанлиқлирини ейтти.

1723301
қирғизистан түркийәдин қораллиқ учқучисиз һава аппарати алиду

түркийә авази радийоси хәвири: қирғизистан дөләт бихәтәрлик комититиниң башлиқи генерал қамчибек ташйев, қирғизистан пирезиденти садир җаппаровниң  иштирак қилишида өткүзүлгән, қирғизистан дөләт бихәтәрлик комитети чегра мудапиә қисимлири үчүн тунҗи қетим сетивелинған һәрбий әслиһәләрни өткүзүп бериш мурасимидин кейин бәргән байанатида, түркийәдин «Bayraktar TB2» намлиқ қораллиқ учқучисиз һава аппарати сетиваелиш тоғрулуқ заказ қилғанлиқлирини вә бу аппаратларниң пат йеқинда өзлиригә тапшуруп берилидиғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, қораллиқ учқучисиз һава аппаратлириниң санақлиқ дөләтләрниңла қолида барлиқини тәкитләп мундақ деди: «бу дөләтләрдин бири қирғизистан болиду, дәрвәқә, қораллиқ учқучисиз һава аппаратлирини ишлитилидиған шәхсләр түркийәдә тәрбийәләнди, бу қораллиқ учқучисиз һава аппаратлири пат йеқинда дөлитимизгә келиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر