әзәрбәйҗан армийәси әрменийә тәрипидин көмүлгән миналарни тазилашни давамлаштурмақта

әзәрбәйҗан әрменийә тәрипидин көмүлгән 16 миңдин артуқ мина вә партилимиған қоралларни тепип йоқитип ташлиди.

1709094
әзәрбәйҗан армийәси әрменийә тәрипидин көмүлгән миналарни тазилашни давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, ишғалийәттин азад қилинған районлардики мина вә партлимиған қорал-йарағларни тазилаш хәлқараизмәтлириниң давам қиливатқанлиқини уқтурди.

байанатта, түрк истиһкам қисимлириниңму чарлап тазилаш паалийәтлиригә қатнашқанлиқи, түркийәдә ишләнгән механикилиқ мина тазилаш үскүнилириниңму бу қетимқи паалийәттә ишлитилгәнлики қәйт қилинди.

нуқтилиқ һалда ташйол, деһқанчилиқ йәрлири вә олтурақ районлардики миналарниң тазиланғанлиқиға ишарәт қилинған байанатта, ишғалдин азад қилинған районлардики 11 миң 900 гектар йәрниң истиһкам қисимлири тәрипидин тазиланғанлиқи, 16 миңдин артуқ мина вә партилимиған қорал- йарағларниң йоқитип ташланғанлиқи билдүрүлди.

мәлум болушичә, әзәрбәйҗан азад қилған районларда ишғалийәт мәзгилидә әрменийә тәрипидин көмүлгән нәччә йүз миң мина бар икән.

мина тазилаш хизмитини әзәрбәйҗан мина тазилаш идариси елип бериватқан болуп,  әзәрбәйҗан истиһкам қисимлириму бу паалийәтләргә төһпә қошмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر