татар б д т баш катипи билән көрүшиду

шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар 25 – сентәбир күни  бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутереш  билән көрүшидиғанлиқини уқтурди.

1709209
татар б д т баш катипи билән көрүшиду

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлириниң нийу йорк шәһиридә зийарәттә болуватқан татар, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 76 – нөвәтлик омумий кеңиши паалийәтлириниң нийу йорк шәһиридә түнүгүн башланғанлиқини, бу паалийәтләргә қатнишиш вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутереш  билән көрүшүш үчүн йетип барған нийу йорк шәһиридә иштирак қилған түрк өйиниң ечилиш мурасимида, баш катип билән қисқичә көрүшкәнликини тәкитләп мундақ деди: «шәнбә күни баш катип билән икки тәрәплик учришишлар даирисидә бир йәргә җәм болимән, дүшәнбә күни баш катип беридиған чүшлүк тамақ зийапитидә, җәнубий қибрис рум һакимийити  рәһбири анастасиадис билән көрүшимән. шундақла, бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңиши йиғинлири мунасивити билән нийу йоркта зийарәттә болуватқан башқа дөләтләрниң вәкиллири, хәлқаралиқ тәшкилатлар вә ахбарат васитилириниң вәкиллири биләнму бир йәргә җәм болимән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر