өзбекистанда панаһлиниватқан афғанистан пуқралири үчинчи дөләткә кәтти

талибан афғанистанда һакимийәтни алқиниға алғандин кейин, өзбекистанда панаһланған афғанистан әскәрлири вә пуқралириниң өзбекистандин айрилғанлиқи билдүрүлди.

1706364
өзбекистанда панаһлиниватқан афғанистан пуқралири үчинчи дөләткә кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекистан ташқи ишлар министирлиқи елан қилған байанатида, өткән айда талибан афғанистанда һакимийәтни қолиға алғандин кейин талибандин қечип, қанунсиз йоллар билән өзбекистанға киргән вә арисида әскәрләрму болған барлиқ афғанистан пуқралириниң йеқинқи икки күн ичидә дөләттин айрилғанлиқини вә үчинчи дөләткә кәткәнликини елан қилди.

талибан алдинқи айда афғанистанни контроллуқи астиға алғандин кейин, һәрбий учқучиларни өз ичигә алған нурғун афғанистан пуқраси вә 585 нәпәр афғанистан әскири қанунсиз йоллар билән өзбекистанға келивалған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر