афғанистандики өзгиришләрниң оттура асийа җумһурийәтлиригә  қарита тәсири

йавроасийаға нәзәр - 86

1693927
афғанистандики өзгиришләрниң оттура асийа җумһурийәтлиригә  қарита тәсири

афғанистандики өзгиришләрниң оттура асийаға қарита тәсири

абдрәсул исһақов

америка қошма иштатлири афғанистандин әскәр чекиндүридиғанлиқини җакарлиғандин кейин, талибан бирқанчә ай ичидә пүтүн дөләтни контрол қилди. 2021-йили, 15-авғуст күни, талибанлар пайтәхт кабулни қолға киргүзди.

талибанларниң тезликтә илгирилишидин кейин, нурғун дөләтләр әлчиханилирини, болупму афғанистандики консулханилирини тақиди. оттура асийа җумһурийәтлириму афғанистандики вакаләтханилирини тақимақта. мәсилән, таҗикистан мазари шериф, бәдәхшан вә фәйзабадтики консулханилирини тақайдиғанлиқини җакарлиди. русийә федератсийәси, мазари шерифтики баш консулханисини вақитлиқ өзбекистанға йөткиди. әгәр талибанлар өзлириниң қаттиқ услубтики кона қаидилирини қоллинишқа башлиса, кейинки мәзгилләрдә чәт әлләрниң дипломатик вакаләтханилириниң тақилишиму тезлишиши мумкин.

афғанистандин қечип таҗикистан вә өзбекистандин панаһлиқ тилигән мусапирлар һазирғичә өз дөлитигә қайтурулғаниди. мазари шерифниң талибанниң қолиға өтүп кетишидин кейин, оттура асийа җумһурийәтлиригә мусапирлар еқини көпәймәктә. талибанлар маршал абдуррешит достумниң өйини қолға киргүди. достумниң қоллиғучилири билән бирликтә шималға чекингәнлики билдүрүлмәктә. гәрчә таҗикистан афғанистандин 100 миң мусапирни қобул қилишқа тәййар икәнликини җакарлиған болсиму, әмма район дөләтлири афғанистан мусапирлирини узун йиллар күтүвелишқа тәййар әмәс.

түркмәнистанни өз ичигә алған район дөләтлири һәм кабул һөкүмити һәм талибан вәкиллири билән алақилишиватиду. оттура асийа даирилири чегра линийәлирини контрол астиға алған талибанларниң өзлиригә һуҗум қилмаслиққа вәдә бәргәнликини җакарлимақта.

афғанистанниң шималий қисми тарихтин буйан «җәнубий түркистан» дәп аталған вә «бүйүк түркистан» ниң бир қисмини тәшкил қилған. түркистанниң җәнубий асийа билән болған алақиси афғанистан арқилиқ ишқа ашурулған. шуңлашқа, оттура асийа җумһурийәтлириниң тәрәққий қилишида афғанистанниң муқимлиқиға капаләтлик қилиш интайин муһим. TAPI , CASA-1000, тирмиз-мазари шериф-кабул-пешавер төмүр йоли қатарлиқ хәлқаралиқ чоң лайиһәләрниң тамамлинишиму афғанистанниң муқимлиқиға бағлиқ.

афғанистанда йүз бәргүси ички уруш еһтималлиқи оттура асийа дөләтлириниң бихәтәрликигә биваситә тәсир көрситиду. бу хәтәр йеқинқи 30 йилда йүз бәргән таҗикистандики ички уруш вә террорчиларниң қирғизистанниң баткән өлкисигә һуҗум қилиш вәқәсидә афғанистандин кәлгәниди. әмдиликтә охшаш әһвалларниң тәкрарлиниш вә муқимсизлиқниң оттура асийа җумһурийәтлиригә йамрап кетиш еһтималлиқи бардур. оттура асийадин кәлгән террорчиларниң көпинчисиниң афғанистанда икәнлики сир әмәс. сүрийә, ирақ қатарлиқ дөләтләрдә уруш қиливатқан оттура асийалиқ террорчиларму аллиқачан  афғанистанға көчүп кәлгән. шундақ дейишкә болидуки, оттура асийа җумһурийәтлиридики терорчилар йаки ашқунлар йәр асти уйқу өйлиридә пурсәт күтүп йатмақта. шуңа, оттура асийа җумһурийәтлириниң интайин еһтийатчан болушиға, иғвагәрчиликләргә пурсәт бәрмәй, бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтишигә тоғра келиду.

оттура асийа җумһурийәтлири вә афғанистанға мунасивәтлик йәнә бир мәсилә, хәлқара зәһәрлик чекимлик ​​әткәсчилики мәсилисидур. зәһәрлик чекимлик ​​әткәсчилики саһәсигә һөкүмранлиқ қилиш арзуси, һәр хил гуруппилар оттурисидики тоқунушни кәлтүрүп чиқириши мумкин.

түркистан җумһурийәтлириниң маарип, иқтисад вә мәдәнийәт саһәсидә афғанистан билән  болған мунасивәтлири йахши болуп, афғанистанниң муқимлиқиға капаләтлик қилиш үчүн, оттура асийа җумһурийәтлириниң бу саһәдики тиришчанлиқлирини көпәйтишигә тоғра келиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر