әлийев лачин вә кәлбәҗәр вилайәтлирини зийарәт қилди

әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев әрменийәниң ишғалийитидин азад қилинған лачин вә кәлбәҗәр вилайәтлирини зийарәт қилди.

1692479
әлийев лачин вә кәлбәҗәр вилайәтлирини зийарәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийевниң рәпиқиси меһрибан әлийев тәрипидин аммиви ортақлишиш тор бети Instagram сәһиписидә елан қилинған видеода көрситилишичә, пирезидент илһам әлийев өзи һәйдигән машина билән районда зийарәттә болиду, йол бойи вәйран һаләттики олтурақ районлирини көрситиду, барлиқ йеза – қишлақларниң әрменийә күчлири тәрипидин вәйран қиливетилгәнликини,  кәлбәҗәр вә лачин вилайәтлириниң тағлири, вадилири вә орманлиқлири билән мислисиз гүзәлликләргә игә икәнликини ейтиду.

пирезидент әлийев, зийарити даирисидә, тоғанәли – кәлбәҗәр таш йоли бойидики муровдағда  вә кәлбәҗәр – лачин таш йоли бойида бәрпа қилинидиған тунеллар қурулушини ишқа кириштүрди.

лачин хәлқара айродуруми қурулушиниму хизмәткә кириштүргән әлийев, кәлбәҗәр шәһәр мәркизидә әзәрбәйҗан байриқини чиқарди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر