әрменийә қисимлири әзәрбәйҗан һәрбий нуқтилириға қаритип оқ чиқарди

әрменийә армийәсигә қарашлиқ қисимлар нәхчиван аптоном җумһурийитидә әзәрбәйҗан һәрбий нуқтилириға қаритип оқ чиқарди.

1683847
әрменийә қисимлири әзәрбәйҗан һәрбий нуқтилириға қаритип оқ чиқарди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта билдүрүлүшичә, әрменийә армийәсигә қарашлиқ қисимлар,  әрменийәниң веди вилайитиниң араздейен йеизиси әтрапидики һәрбий нуқтилардин, шу җай вақти әтигән саәт 3 тин 27 минут өрткәндә, нәхчиванниң сәдәрәк вилайитиниң һәйдәрабад олтурақ районлириға җайлашқан әзәрбәйҗан һәрбий нуқтилириға қаритип оқ чиқарған.

әзәрбәйҗан әскәрлири арисида өлүм вәқәси оттуриға чиқмиғанлиқи әскәртилгән байанатта тәкитлинишичә, әрменийә тәрәпкә тегишлик җаваб қайтурулған.

әрменийә армийәси түнүгүнму охшаш нуқтида уруш тохтитиш келишимини дәпсәндә қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر