шималий қибрис түрк җумһурийити йавропа иттипақиға наразилиқ билдүрди

шималий қибрис түрк җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи, йавропа иттипақи комитетиниң муавин рәиси, қошумчә ташқи ишлар вә бихәтәрлик сийаситиниң йуқири дәриҗилик вәкили җосеп боррелниң қибрис тоғрисидики байанатиға наразилиқ билдүрди.

1678198
шималий қибрис түрк җумһурийити йавропа иттипақиға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий қибрис түрк җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи: «йепиқ мараш шималий қибрис түрк җумһурийитиниң земини болуп, башқа һәр қандақ дөләткә охшаш, дөлитимизниңму өз земинида мутләқ игилик һоқуқи бар» дәп байанат елан қилди.

министирлиқниң йазма байанатида, йавропа иттипақи комитетиниң муавин рәиси, қошумчә ташқи ишлар вә бихәтәрлик сийаситиниң йуқири дәриҗилик вәкили җосеп боррелниң, җәнубий қибрис рим даирилиригә йан бесип бир тәрәплимә байанат елан қилғанлиқи оттуриға қойулди.

байанатта, боррелниң йепиқ марашқа алақидар сөзлириниң, йавропа иттипақиниң қибрис мәсилисидә битәрәп турушни халимайдиғанлиқини йәнә бир қетим ашкарилиғанлиқиға ишарәт қилинип: «йепиқ мараш шималий қибрис түрк җумһурийитиниң земини болуп, башқа һәр қандақ дөләткә охшаш, дөлитимизму өз земинида мутләқ игилик һоқуқиға игә. һөрмәтлик җумһур рәисимиз вә һөкүмитимизниң йепиқ мараш тоғрисида чиқарған, җумһур рәисимиз тәрипидин қибрис түрк хәлқи үчүн интайин муһим болған бир күндә елан қилинған бу қарарға бу рамка ичидә қараш керәк. бу басқучта бизниң йепиқ марашниң бир қисминиң һәрбий районлуқ салаһийитини бикар қилиш қараримизға охшаш, кәлгүси қарарлиримизму, шүбһисизки, мүлүк һоқуқиға мутләқ һөрмәт қилған асаста қобул қилиниду» дегән ибариләргә орун берилди.

җәнубий қибрис рим даирилирини шәртсиз қоллашни давамлаштуруватқан йавропа иттипақи әмәлдарлириниң байанатлириниң һечқандақ әхлақий қиммитиниң йоқлуқи тәкитлигән байанатта, боррелниң қибрис түрк хәлқиниң ирадисигә хилап һалда, б д т хәвпсизлик кеңишиниң өтмүшниң қалдуқлириға айланған қарарлириға ишарәт қилишиниң биһудә икәнлики қәй қилинди.

қибрис түрк хәлқиниң қибрис мәсилисини һәл қилиш әндизиси һәққидики қарарини чиқирип болғанлиқи байан қилинған байанатта, бу қарарниң шималий қибрис түрк җумһурийитиниң игилик һоқуқ баравәрлики вә баравәр хәлқара сәһнә салаһийитигә һөрмәт қилишни асас қилғанлиқи, йавропа иттипақи бу һәқиқәтни һаман бир күни тонуп йетидиғанлиқи тәкитләнди.

байанатта йәнә: «қибрис түрк хәлқиниң мәвҗутлуқиниму нәзәрдин сақит қилған йавропа иттипақиниң байанатлириға қарши, ана вәтән түркийә билән бирликтә қанунлуқ һәқ вә мәнпәәтлиримизни қоғдаш ирадимизниң қәтий икәнликини бу әһмийәтлик күндә йәнә бир қетим тәкитләймиз» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر