йеқинқи мәзгилдики түркийә - өзбекистан мунасивәтлири

йавроасийаға нәзәр - 80

1671726
йеқинқи мәзгилдики түркийә - өзбекистан мунасивәтлири

түркийә җумһурийити муавин җумһур рәиси фуат октайниң өзбекистанға қилған зийарити даирисидә йеқинқи мәзгилдики түркийә - өзбекистан мунасивәтлири

абдрәсул исһақов 

2021-йили, 6-айниң 27-күни, түркийә җумһурийити муавин җумһур рәиси фуат октай, 6-нөвәтлик түркийә-өзбекистан һөкүмәтләр ара бирләшмә иқтисадий комитети йиғиниға қатнишиш үчүн өзбекистанда зийарәттә болди. ташкәнттә фуат октайни өзбекистан муавин баш министири сәрдар умурзаков қарши алди.

муавин җумһур рәис фуат октай, 28-ийун күни, ташкәнттә өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзийойев билән көрүшти. көрүшүштә, икки дөләт башлиқлириниң бу йил өзара зийарәтлиридә күнтәртипкә келидиған мәсилиләр музакирә қилинди. 2-нөвәтлик түркийә-өзбекистан истиратегийәлик алий һәмкарлиқ кеңиши йиғининиң өзбекистанда җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң иштирак қилишида өткүзүлүши пиланланмақта. өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзийойевниң болса, түрк кеңиши башлиқлар йиғиниға қатнишиш үчүн түркийәгә келиши күтүлмәктә.

көрүшүштин кейин, октай билән умурзаковниң рийасәтчиликидә, 6- нөвәтлик түркийә-өзбекистан һөкүмәтләр ара бирләшмә иқтисадий комитети йиғини өткүзүлди. йиғин ахирида, тәрәпләрниң 58 мәсилидә бирдәклик һасил қилғанлиқи билдүрүлди.

зийарәт даирисидә, ташкәнттә 250 карханичиниң иштирак қилишида өзбекистан-түркийә сода – иқтисад мунбири йиғини өткүзүлди. фуат октай билән сәрдар умурзаков иштирак қилған йиғинда, 679 милйон доллар қиммитидики 25 келишим имзаланди.

фуат октай өзбекистандики түрк карханичилар биләнму көрүшүп, уларниң мәсилилирини аңлиди. у, сәмәрқәнд вә бухара шәһәрлирини зийарәт қилғандин кейин, түркийәгә қайтти.

2019-йили икки дөләт башлиқлири тәрипидин сода соммисини 5 милйард долларға йәткүзүш нишаниға, 2022-йили йетилиши күтүлмәктә. йеқинқи бир йерим йил ичидә, өзбекистанда 500 дин артуқ түрк ширкити қурулди. ислам кәримов дәвридә һәр хил сәвәбләр билән бәзи кишиләр тәрипидин қолға чүшүрүлгән түрк ширкәтлириниң мал-мүлүклири қайтурулмақта. түркийә банкилири өзбекистанда шөбә ачмақта. түркийә сода министири апрелда өзбекистанда зийарәттә болди. 2021-йили, 7-март күни, сәмәрқәнттә түркийәниң баш консулханиси рәсмий ечилди. майда өзбекистанниң анталйадики пәхрий консули тәйинләнди. өзара айропилан сәпәрлири истанбулдин өзбекистандики сәккиз нуқтиға ишқа ашурулушқа башланди.

алдинқи йили, түркийә дөләт мудапиә министири хулуси ақар өзбекистанда зийарәттә болған, түркийә вә өзбекистан дөләт мудапиә министирлиқлири оттурисида һәрбий пул-муамилә һәмкарлиқ келишими вә нәқ пул йардәм бериш келишим лайиһәси имзаланғаниди. мирзийойев  мәзкур келишимни өткән йили мартта тәстиқлиди. 2021-йили, 23-марттин 27-мартқичә, тирмизда өзбекистан-түркийә бирләшмә һәрбий маневири өткүзүлди. йеқин кәлгүсидә икки дөләт мудапиә санаити мәһсулатлирини ортақ ишләпчиқириш күнтәртипкә келиши мумкин.

түрк кеңишигә әза болған өзбекистан, алдинқи һәптиләрдә түркий тилда сөзлишидиған дөләтләр парламент әзалири мәҗлисигә әза болидиғанлиқини билдүрди. андин, өзбекистанниң түрксойға әза болушиму әң қисқа вақит ичидә ишқа ашиду. 2021-йили, 6-айниң 24-күни, өзбекистанда өткүзүлгән түрк кеңишигә әза дөләтләрниң 6-нөвәтлик сайаһәт министирлири йиғинида, қоқәнд шәһири, «түрк дунйасиниң сайаһәт пайтәхти» елан қилинди.

йиғип ейтқанда, түркийә-өзбекистан мунасивәтлири әң үнүмлүк мәзгилни баштин кәчүрмәктә. түркийә билән өзбекистан оттурисидики мунасивәтләрниң йүксәк сәвийәдә давамлишиши, «түрк дунйаси мунасивәтлириниңму тәрәққий қилиши» дегән уқумни билдүриду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر