түркийә дөләт мудапиә министирлиқи әзәрбәйҗан үчүн мәхсус видео ишлиди

түркийә дөләт мудапиә министирлиқи шушани ишғалийәттин азад қилған әзәрбәйҗан армийәсини саламлиғанлиқини билдүрди.

1658875
түркийә дөләт мудапиә министирлиқи әзәрбәйҗан үчүн мәхсус видео ишлиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң әзәрбәйҗан үчүн мәхсус тәййарлиған видеоси твиттер бетидә һәмбәһирләнди.

министирлиқниң твиттер бетидә елан қилинған байанатта: «җумһур рәисимиз һөрмәтлик рәҗәп таййип әрдоған билән әзәрбәйҗан пирезиденти һөрмәтлик илһам әлийев тарихий зийарәтлирини әмәлгә ашурған шушани ‹бир вәтән һәрикити› арқилиқ ишғалийәттин азад қилған қәһриман әзәрбәйҗан армийәсини вә қериндаш қәһриман әзәрбәйҗан хәлқини саламлаймиз» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر